Шәрқий түркистан миллий армийиси өз-өзини тәминлигән армийә
2004.12.08
Бир дөләт үчүн өз армийисини қоралландуруш вә униң барлиқ һәрбий тәминатлирини йетәрлик дәриҗидә һәл қилиштәк муһим вә мүшкүл вәзипә болмиса керәк?!
Болупму, течлиқ шараити астида армийини беқиш билән уруш шараитида армийини беқиш вә униң җәңләрдә ғалип чиқишиға капаләтлик қилиш пүтүнләй икки хил иш. Демәк, 1944-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити хәлққә тоғра йетәкчилик қилипла қалмастин, бәлки һәрбий, сиясий вә иқтисадий башқуруш җәһәтләрдиму қисқиғина вақит ичидә зор нәтиҗә қазинип, өзиниң һәқиқи иқтидарини намаян қилди.
Шәрқий түркистан һөкүмити мәхсус һәрбий тәминат оргини қуруп, хитай гоминдаң һөкүмитидин мусадирә қилинған мал-мүлүкләр, хәлқтин йиғилған ианиләр вә башқиларни иқтисадий мәбләғ қилип, совет иттипақи билән сода қилиш асасида өз армийисиниң қорал-ярақ, кийим-кечәк вә башқа әслиһәлирини һәл қилған.
Әйни вақиттики миллий армийә баш қоманданлиқ шитабиниң һәрбий тәминат бөлүмидә хизмәт қилған капитан муһәммәдҗан әпәнди шәрқий түркистан хәлқи вә һөкүмитиниң өз армийисиниң чиқимлирини өзлири һәл қилғанлиқи, җәңчи офитсерләрниң тәминатлириниң яхши болғанлиқи, совет иттипақиға көп қетим мал-чарва вә ашлиқ мәһсулатлирини өткүзүп, армийигә керәклик болған гәзмаллар вә башқиларни сетивалғанлиқи һәққидә тохталди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәһриман миллий армийә хатирилири
- Һәрәмбағ сепилини партилатқан батур билән сөһбәт
- Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб