Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити


2004.11.12
AbdurupMexsum.jpg

1944-Йили, 5- ноябир күни "азадлиқ тәшкилати" ғулҗа шәһридә қораллиқ қозғилаң көтиришни қарар қилди. 7- Ноябир күни лу биндени етип өлтүрүш билән ғулҗа қозғилиңиниң биринчи оқи етилди. Ғени батур башлиған нилқа қозһилаңчилири ғулҗиға йетип келип, азадлиқ тәшкилатиниң әзалири билән бирләшкәндин кейин, 7- ноябир күнлиридин етибарән баш сақчи, вали мәһкимиси, қоманданлиқ шитаб қатарлиқ нуқтилиқ җайларға һуҗум қозғап, илгири- кейин уларни ишғал қилғандин кейин, 8000 дин артуқ хитай әскәрлири һәмдә уларниң аилә –тавабатлири вә хитай пуқралири һәрәмбағ, айродром қатарлиқ җайларға бекинивалди.

12-Ноябир күни болса шәрқий түркистан җумһурийити қурулғанлиқи җакарлинип, әлихан төрә җумһурийәт рәиси, һакимбәг ғоҗа муавин рәис, абдуроп мәхсум ибраһими һөкүмәт баш катиби болди, әнә шуниңдин тартип, таки 1945-йили 9-айғичә болған 10 ай ичидә шәрқий түркистан җумһурийити или, тарбағатай вә алтай вилайәтлирини толуқ азад қилип, бу җайларда өз һакимийитини орнатти.

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катиби, 90 яшлиқ абдуроп мәхсум ибраһими совет иттипақиниң башта бу инқилапни қоллиғанлиқи һәтта азадлиқ тәшкилатиға уйғурларниң мустәқил дөләт қурушиға ярдәм беридиғанлиқи һәққидә вәқә бәргәнликини көрситиду.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.