Уйғур елиниң хитай армийиси тәрипидин ишхал қилинғанлиқға 55 йил болди
2004.12.17
Уйғур елиниң хәвәр тор бәтлиридә 17 - декабир җүмә күни берилгән хәвәрләрдин мәлумки , хитай һөкүмити бу күндә хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға киргәнликиниң 55 йиллиқини тәбриклимәктә.
Үрүмчи кәчлик гезитидә бу һәқтә "хитай хәлқ азадлиқ армийиси муқимлиқни қоғдаш муштуми" намлиқ бир мақалә елан қилинди . Мақалидә "җоңго коммунистик партийә рәһбәрлики астидики хитай хәлқ азадлиқ армийиси, шинҗаңға киргән 55йилдин буян , шинҗаңниң муқимлиқини сақлашта, хитайниң чегрисини қоғдашта , иқтисад вә җәмийәтни тәрәққий қилдурушта, милләтләр иттипақлиқини қоғдашта өзиниң муқәддәс вәзиписини яхши орунлап, бу мусапидә уйғур елиниң муқимлиқини қоғдашта күчлүк бир муштум икәнлики көрсәтти" дәп баһалар берилгән .
Шәрқий түркистан миллий армийисидин көрүнүшләр
Гәрчә хитай һөкүмити қизил армийисини 55йил бурун уйғур елини азад қилишқа , гүлләндүрүшкә кәлгәнликини көрситиватқан болсиму , әмма тарихий материаллар вә әйни дәвир шәрқий түркистан миллий инқилабиниң шаһидлири испатлап туруптики , хитай азадлиқ армийиси 1949 - йили шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлири қәстләпп йоқ қилинғандин кейин, шәрқий түркистанни ишғал қилиш, шәрқий түркистан хәлқиниң земин, мәнпәәт вә барлиқ һоқоқлирини тартивилишқа кәлгән ишғалийәтчи армийидин башқа нәрсә әмәс.
Хитайлар үчүн хатирилиқ бу күн уйғур үчүн мусибәттур
Шуңа хитай һөкүмити бу күнни шинҗаңниң тинч азад болғанлиқиниң хатирә күни дәп тәбриклисә, шәрқий түркистан миллий инқилабиниң шаһидлири, шундақла милләтпәрвәр , вәтәнпәрвәр уйғурлар бу күнни өз вәтининиң хитай һөкүмити тәрипидин бесивелинған, мусибәтлик күни сүпитидә қайғулар билән әсләп, миллий азадлиқ йолида хитай армийиси қолида қурбан болған шаһидларни яд етиду. Улар әйни тарихий дәвирдә қолидин кәткән азад вәтини вә һөрликини қайтидин қолға кәлтүрүшкә болған ишәнчисини өзмәй кәлмәктә.
Хитай хәлқ азадлиқ армийиси уйғур елини ишғал қилғандин кейин, уйғур елида немә өзгүрүшләр болди ? уйғур хәлқиниң тәқдиридә немә өзгүрүшләр болди ? хитай хәлқ азадлиқ армийиси уйғур елиниң муқимлиқини сақлидиму яки муқимсизлиқни кәлтүрүп чиқириватамду ? хәлқни параван қилдиму яки паракәндә қилдиму ? бу соалларға хитай һөкүмитиниң бәргән җаваблири билән уйғурларниң пүтүнләй охшимайду.
Хитай азадлиқ армийисиниң уйғур елини ишхал қилғанлиқиға 55йил болғанлиқи мунасивети билән дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит радиомизға баянат бәрди. Уйғур америка бирләшмисиниң рәиси нури түркәлму бу һәқтә өз қаршлирини оттуриға қойди.
Буниң тәпсилатини, юқиридики аваз улинишидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Зия сәмиди –йиллар сири (1)
- Шәрқий түркистан миллий армийиси өз-өзини тәминлигән армийә
- Қәһриман миллий армийә хатирилири
- Һәрәмбағ сепилини партилатқан батур билән сөһбәт
- Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб