Йоқлуқтин бар болған, барлиқтин йоқ болған миллий армийә


2007.04.16

atliq-esker.jpg
Милли армийә атлиқ әскәрлириниң мәлум бир полки.

Шәрқий түркистан миллий армийисиниң мусаписи йоқлуқтин бар болуш, мунтизимлишиш, җәңләрдә ғәлибисири тавлиниш, һәрбий - техника, маһарәт, сиясий аң һәм мәдәнийәт сапа җәһәтләрдин техиму өсүп йетилип, мукәммәллишиш, шуниңдәк ахирида әмәлдин қалдурулуштәк мурәккәп мусапиларни баштин кәчүрди.

Миллий армийиниң дәсләпки тәркиби

Миллий армийиниң асаси әслидә нилқа тағлирида тунҗи болуп күрәшкә атланған фатих батур, ғени батур, әкбәр батур қатарлиқлар башчилиқидики һәмдә 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңиға қатнашқан пидаийлар, шуниңдәк кейинки вақитларда һәр қайси җайларда тәшкиллинип җәң қилған партизанлар болуп, тәхминән 60 әтрапидики партизанлиқ әтрәтлири шуниңдәк ғулҗа шәһири вә или вилайитиниң башқа азад болған җайлиридин йеңидин әскәргә елинғанлар асасида тәсис қилинған. 1945-Йили 8-априлда, ғулҗа шәһиридә миллий армийә рәсмий қурулуп, байрақ тапшурулғанда, миллий армийә йәттә полк, төт баталийондин тәркип тапқан болуп, булар төвәндикичә;

Полклар

1. Или пиядиләр 2-полки 2. Или запас 4- полки 3. Тикәс 1-атлиқ полки 4. Тикәс 2-атлиқ полки 5. Сүйдиң пиядиләр 1-полки 6. Кәңсай атлиқ 3- полки 7. Күнәс атлиқ полки көнәс

Мустәқил баталийон вә башқилар

1. Туңган атлиқ дивизийони 2. Мустәқил моңғул атлиқ баталийони 3. Зәмбирәкчиләр дивизийони 4. Муһапизәтчиләр баталийони 5. Шибә мустәқил баталийони

Миллий армийә қисимлириниң түзүлмисидин қариғанда, бир пиядиләр полки икки баталийондин, бир баталийон үч ротидин, бир рота төт извоттин тәркип тапқан. Атлиқ қошунларниң түзүлмиси сәл башқичирәк болған. Мәсилән, бир атлиқ полк төт ескадрон (рота) вә бир пилимотчилар ротисидин тәркип тапқан болуп, пиядиләр полкиниң адәм сани 2000 дин артуқ болса, атлиқ полкниң 1200 әтрапида болған. Атлиқ қошунда атларму җәң қилғучилар қатарида һесабланған.

Азлиқтин көпийиш қәдимини бесиш

Миллий армийиниң дәсләпки вақитлардики җәңчи офитсерлириниң ениқ сани һәққидә түрлүк учурлар мәвҗут болуп, сабиқ миллий армийә майори заһир савданоф, 15 миңға йеқин әскәр вә офитсер бар иди десә, миллий армийә қоманданлиқ шитабиниң сиясий бөлүм башлиқи болған тохти ибраһимоп әпәнди миллий қошунниң адәм саниниң 13 миңдин артуқ икәнликини баян қилиду. Омумән, миллий армийиниң дәсләпки саниниң 13 миңдин 15 миңғичә болғанлиқи көплигән әслимиләрдә оттуриға қоюлиду. Әлвәттә, миллий армийиниң адәм сани һәмдә қошун тәркиби тарбағатай вә алтай вилайәтлирини азад қилиш җәрянида вә униңдин кейин таки 1946-йили битим түзүлгичә болған арилиқта давамлиқ кеңәйгән һәм көпәйгән.

1945-Йили 6- айда шималий, оттура вә җәнубий йөнилиштин ибарәт үч фронттики уруш башланғандин кейин, миллий армийә шималда чөчәк, дөрбилҗин наһийилири һәм алтай вилайитини толуқ азад қилиш билән шималий йөнилиштики қошунниң тәркибидә өзгириш болди вә адәм саниму ашти. Чөчәк елинғандин кейин лескинниң қоманданлиқида мустәқил атлиқ үчинчи бригада тәсис қилинип, буниң тәркибидә үч полк болди. Алтай елинғандин кейин дәлилқан сугурбайеф партизанлири алтай мустәқил атлиқ полки болуп қурулди.

Миллий армийә 1945-йили 9-айда манас дәряси бойиға йетип кәлгәндин кейин ғулҗидики баш қоманданлиқ шитаб оттура йөнилиш, шималий йөнилиш вә җәнуби йөнилиштин ибарәт үч тармақ қоманданлиқ шитаб қуруп, йеңидин орунлаштуруш елип барди. Бу чағда миллий армийиниң қисимлири көпәйди вә сани техиму ашти. Оттура йөнилишкә миллий армийә баш қомандани палиноф қошумчә қоманданлиқ (кейин мәрғуп исһақоф қомандани болған) қилди. Буниң тәркибидә манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида моготнофниң командирлиқида, пиядә әскәрләр 1-бригадиси, пидайофниң командирлиқида пиядә әскәрләр 2- бригадиси турғузулди, булардин башқа йәнә чөчәк атлиқ 6-полки, шихәнзидә, тоққузтара атлиқ 5- полки вә атлиқ 7-полк чавкәндә турди. Оттура йөнилиштики миллий армийиниң адәм сани 15 миңға йәткән болуп, уларниң һуҗум нишани биваситә үрүмчигә қаритилған иди.

Шәрқий түркистан һөкүмити вә һәрбий ишлар комитетиниң қарари бойичә моңғулкүрәдә җәнубий йөнилиш қоманданлиқ шитаби қурулуп, исһақбәг муноноф қомандани болди. Буниң тәркибидә атлиқ 1- бригадә ( бригада командири исһақбәг өзи болди) моңғул күрә базирида турди, 2-атлиқ бригадә нурбайопниң командирлиқида юлтузда турди. Мавланофниң командирлиқидики тикәс 1-атлиқ полки музарт давинида, ноғайбайевниң тикәс 2-атлиқ полки шотида турди.

Кейин йәнә, лескинниң мустәқил атлиқ 3- бригадисиниң бир қисими чөчәктин манас дәряси линийисигә йөткәп келинди. Бу чағдики миллий армийиниң адәм сани 30 миңдин ешип кәткән болуп, 20 миңдин артуқ милтиқ, бир миң нәччә йүз пиллиот, 70 зәмбирәк, 4 бронавик, үч танка вә төт урушқа ярайдиған айропилан' ға игә болди.( Айродром урушида 50 тин артуқ айропилан қолға чүшкән болсиму, лекин униң сақлири аз иди).

Сабиқ совет иттипақи армийисиниң полковники қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, миллий армийә әйни вақитта илғар, заманиви армийә болуш салаһийитигә лайиқ болсиму, лекин қорал-ярақлири хил әмәс иди. Әмма, аран икки- үч ай һәрбий тәйярлиқтин өткән бу қошунниң шунчә заманиви гоминдаң армийисигә һуҗум қозғап, йеңиши бир мөҗизә болуп, бу миллий армийиниң қәһриманлиқ роһи билән мунасивәтликтур.

Миллий армийиниң қисқартилиши 1946-йили 7-айда битим бойичә бирләшмә һөкүмәт қурулғанда, миллий армийиниң тәркиби вә әскири санида йәнә өзгириш йүз бәргән болуп, омумий йүзлүк қисқартилиш елип берилип, алтә полкқа чүшүрүлуп, адәм сани 12 миңға қисқартилған. Лекин, 1947-йили 8-айда бирләшмә һөкүмәт бузулғандин кейин, вә осман һәм қалибекләрниң топилиңи партлиғанда, йәнә әскәр елинип, полклар вә адәм сани көпәйтилип, 20 миңға йәткүзүлгән. Көпинчә тарихчилар бу санниң таки 1949-йилиниң ахириғичә мәвҗут болғанлиқини оттуриға қоюшиду.

Миллий армийиниң милләт тәркиби асаслиқ уйғурлар билән қазақлар болуп, униңдин кейин қалса, моңғул, туңган, қирғиз, өзбек, татар, шибә, рус, таҗик вә дағур қатарлиқлардин тәркип тапқан. Руслар, татарлар вә өзбекләрниң сани аз болсиму, лекин уларниң ичидин көплигән юқири, оттура дәриҗилик командирлар йетишип чиққан.

Миллий армийиниң йоқилиши вә уйғурларға берилгән генераллиқ соғилири

Миллий армийә 1949-йили 12-айниң 20-күни 5-корпус қилип өзгәртилгәндин кейин 13- вә 14- пиядиләр дивизийиси һәмдә икки мустәқил атлиқ полкқа айрилип, җәнубий вә шималий тәрәпләргә тарқақлаштурулди. 50-Йилларниң бешида қисқартиш елип берилип, ахирида 5 –корпусму әмәлдин қалдурулуп, 13-дивизийиниң 38- полки билән 14-дивизийиниң 40-полки сақлап қелинғандин башқа көпинчә әскәр-офитсерлар ишләпчиқириш қурулуш армийиси қилип өзгәртилгән, бир қисимлири кәсип алмаштурған. Ахири 60-йилиға кәлгәндә мәзкур қалдуқ миллий қошунниң бир қисими һиндистан урушиға селинғандин кейин, ахири пүтүнләй әмәлдин қалдурулған. Миллий армийиниң һәр милләттин тәркип тапқан төт нәпәр генерали бар болуп, уйғур вә башқа милләтләрниң арисидин юқири, оттура вә төвән дәриҗилик командирлар көпләп йетишип чиққан болсиму, лекин 1949-йилиғичә болған арилиқта миллий армийиниң асасий қисимини тәшкил қилидиған уйғурлардин генераллиқ унваниға еришкәнләр чиқмиған, пәқәт полковник унванидикиләрла болған. Генералларниң икки нәпири рус (палиноф билән маҗароф) бир нәпири қирғиз ( исһақ бәг ), бир нәпири қазақ ( дәлилқан) болуп, әң алий маршаллиқ унвани өзбекләрдин болған җумһурийәт рәиси әлихан төригә берилгән иди.

Лекин, шу нуқтини тәкитләш керәкки, 1944-1949-йилиғичә давамлашан миллий инқилаб җәрянида уйғурлар билән башқа һәр қайси милләтләрниң иттипақлиқи наһайити яхши болуп, миллий айримичилиқ болмиған, һәр милләт оғул қизлири қайси милләт вә қайси динға тәвә болуштин қәтий нәзәр мөрини - мөригә тирәп бирликтә җәң қилип, азадлиқтин ибарәт ортақ нишан үчүн тәң күч чиқарған иди.

1955-Йилиға кәлгәндә хитай мәркизий һәрбий ишлар комитети миллий армийини(5-корпусни) тамамән әмәлдин қалдурғандин кейин, уйғурлардин тунҗи болуп, сәйпидин әзизгә генерал лейтинантлиқ, заһир савданоф, муһәммәд имин иминоф, зунун тейипофларға генерал майорлуқ увани бәргән. Бу чағда йәнә татарлардин 5- корпусниң қомандани болған мәрғуп исһақофқиму генерал майорлуқ унвани берилгән иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.