Қәһриман миллий армийә хатирилири
2004.11.29

Шәрқий түркистан һөкүмити 1945- йили 1- айниң 5- куни елан қилған 9 маддилиқ сиясий хитапнамисиниң 7-маддисида "шәрқий түркистанниң течлиқини қоғдаш үчүн һәр милләт хәлқидин әскәр елип, қудрәтлик һәрбий қошун қуруш" дәп көрситилгән болуп, буниңға бинаән 12-январ күни 6- номурлуқ қарар мақуллинип, һәрбий назарәт тәсис қилинди.
Һәрбий унван түзүми йолға қоюш бәлгилинип, унванларни әскәр, товән дәриҗилик офитсер, оттура дәриҗилик офитсер, юқири дәриҗилик офитсердин ибарәт төт дәриҗигә айриш бекитилди. 1945- Йили 2- айғичә или вилайитиниң һәммә йери азад қилинғандин кейин, 3- феврал күни шәрқий түркистан һөкүмити 19- номурлуқ буйруқ чүшүрүп, һәрбий хизмәт өтәш қанунини елан қилди һәмдә буниңға бинаән һәрбий хизмәтниң тәртипини орнатти, һәрбий сәпкә чақириш вә һәрбий сәптин бошитиш шундақла һәрбиләрниң аилә-тавабатлириниң тәминати һәмдә һәрбий хизмәт өтәш қаидиси, һәрбий хизмәт муддити вә башқиларни бекитти. 1945- Йили 8- апрел күни, миллий армийә рәсми қурулди. Мурасим өткүзүлүп, һәр қайси қошунларға байрақ тапшурулди.
Бу чағда миллий армийә 7 полик вә 5 мустәқил баталийондин тәркип тәпип, адәм сани 15 миңға йәтти. Үч фронттики уруштин кейин, әскәр сани техиму көпийип, 30 миңдин ешип кәтти.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Һәрәмбағ сепилини партилатқан батур билән сөһбәт
- Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб