Шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи


2005.04.08

Шәрқий түркистан миллий армийисидин көрүнүшләр
mesumjan.jpg
Милли армийиниң сабиқ офитсери мәсумҗан ака 2004-йили 17-ноябир радиомизни зиярәт қилған.

8 - Април күни қазақистандики уйғурлар шәрқий түркистан миллий армийиси қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини хатирләйду. Буниңдин муқәддәм 60 йил илгирики шу күни уйғурлар тарихидики заманиви мунтизим армийә дуняғә кәлгән күн иди. 1945 - Йилниң 5 - январ күни, мәркизи ғулҗидики шәрқий түркистан һөкүмитиниң кона вали мәһкимисидики қорасида һөкүмәт әзалириниң җидди йиғини ечиливататти. Йиғинниң күнтәрипи шәрқий түркистан һөкүмитиниң һәрбий ишлар назаритини қуруш вә миллий армийә қисимлирини тәшкил қилиш иди. Шу күнки йиғинда александровниң назирлиқидики һәрбий ишлар назарити қурулған. 1 - Айниң 12 - күни чақирилған миллий һөкүмәтниң 6 - йиғинида миллий армийиниң штати, түзүми, унвани вә кийим - кечәк шәкли қатарлиқлар бекитилди.

Ваң қадир беғидики һәрбий мурасим

azadliq.jpg

Миллий армийиниң сабиқ муавин қомандани палковник зунун тейипопниң әслимисидә көрситилишичә, 12 - январдики миллий һөкүмәт йиғинида һәрбий қисимларға исим қоюш мәсилиси бойичә кәскин талаш - талаш елип берилған. Бәзиләр һәрбий қисимларни түркистан ордиси, дәп аташни, бәзиләр түрк армийиси, дәп аташни оттуриға қойған. Ахири һәрбий қисимларниң исмини шәрқий түркистан миллий армийиси, дәп аташ бекитилгән.

Миллий армийиниң қурулғанлиқини шундақла һәрбий қисимларға туғ тапшуруш мурасими 1945 - йили 4 - айниң 8 - күни, әйни чағдики шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәркизи ғулҗа шәһириниң ваң қадир беғидики мәйданда җакалинатти. Әйни чағдики шәрқий түркистан миллий армийисиниң сабиқ офитсери мәсумҗан зулпиқаров, миллий армийиниң туғ тапшурувелиш мурасимиға қатнашқан әскәрләрниң бири болуп у шу чағдики әслимилирини сөзләп, нәччә он миңлиған кишиләрниң өз вақтида “ваң қадирниң беғи” дәп аталған җайға йиғилип, миллий армийиниң қурулғанлиқи муансивити билән тәнтәнилик йиғин өткүзгәнликини, болған вәқәләрниң һелиму көз алдида турғанлиқини ейтти.

Шәрқий түркистан армийисиниң пормиси вә һәрбий унванлар

bahadirliq.jpg
Баһадирлиқ ордини

Мәсумҗан зулпиқаровниң билдүрүшичә, һәрбий қисимларниң миллий армийә қурулған дәсләпки чағдики сани 15 миң әтрапида болуп, һәрбий қисимларниң әң юқури уруш қилиш штати полкни бирлик қилған икән. Шәрқий түркистан миллий һөкүмитиниң 1945 - йилдики 12 - январ йиғининиң қарари бойичә, миллий армийиниң кийим кечики сабиқ совет иттипақи армийисиниң һәрбий пормисини өлгә қилған.

Һәрбий пормидики пагонниң рәңги қизил вә йәшил рәхт билән тикилгән болуп, қисимларниң түри пагонниң җийикидики көк, қизил ақ рәңләр билән пәрқләндүриләттикән. Әскәр вә офитсирларға хизмәт дәриҗиси бойичә һәрбий унванлар берилгән. Миллий армийидики хизмәт көрсәткәнләрни тәқдирләш түзүми бойичә батурлуқ, пидаи, садақәт қатарлиқ медалла, азадлиқ, истиқлал, хәлқ қәһримани қатарлиқ ординлар қилинған.

Уйғурлар тарихидики зор вәқә

Миллий армийиниң қурулуши шәрқий түркистан җумһурийити тарихидики дәвр бөлгүч вәқә һисаплинатти. Миллий армийиниң қурулуши билән тарқақ һаләттики партизан әтрәтлириниң қоманданлиқи, һәрбий түзүми, тәлим тәрбийиси, һәрбий нәзирийиси, тәминати вә һәрбий штатини бирликкә кәлтүргән. Қазақистандики уйғур иттипақиниң муавин рәиси савут абдурахман, "миллий армийә һәқиқи мәнидики заманиви қошун иди. Мана бу бизниң миллий армийини һазирға қәдәр хатирилишимиздики сәвәбләр," дәп көрсәтти.

Миллий армийә қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи мунасвити билән қазақистандики уйғурлар җүмә күни алма- ата шәһиридә хатирләш мурасими өткүзиду. Мурасимда шәрқий түркистан миллий армийисиниң қазақистанда һазирға қәдәр яшаватқан сабиқ җәңчилирини шәрәпләндүридикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.