Миллий армийә хатириси (2)


2007.04.10

bahadirliq.jpg
Баһадирлиқ ордини

1945-Йили 8-априлда тәсис қилинған миллий армийә тәркибидә йәнә һәрбий мәктәп ечилған болуп, бу мәктәп 2 йил ичидә 700-800 нәпәр офитсер йетиштүргән. Буниңдин башқа йәнә һәр қайси қисимлардиму қисқа муддәтлик һәрбий курслар тәсис қилинған.

Статистикилиқ мәлуматларға қариғанда, миллий армийә рәсмий қурулғичә болған арилиқтики партизанлиқ дәвридин тартип, таки ахириғичә җәмий 9 қетим чоң көләмлик җәң, 36 қетим оттура дәриҗилик җәң, 350 қетимдин артуқ кичик җәңләрни қилған болуп, бу җәрянида 20 миңдин артуқ дүшмәнни йоқатқан, бәш миңға йеқин дүшмән офитсер вә әскирини әсиргә алған. Буларниң ичидә икки нәпәр генералму болған. Омумән, гоминдаң армийисиниң уйғур елиниң шималиға орунлаштурулған пүтүн қошунлири асасән мәғлубийәткә учритилған.

Шәрқий түркистан һөкүмити җәңчи офитсерларниң милли азадлиқ җәңлиригә көрсәткән пидакарлиқлирини қәдирләп, "хәлқ қәһримани", "азадлиқ", "истиқлалийәт үчүн", "батурлуқ" орден вә медаллирини тәсис қилған. Уруш җәрянида, ғәни батур, фатих батур, әкбәр батур, ризвангүл, зихруллам қатарлиқ қәһриманлар зор шөһрәт қазанған иди.

Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити һәрбий ишлар бөлүминиң катипи, һазир алмутида яшайдиған сабиқ капитан махмуд пармашевниң ейтишичә, милли армийә дәсләптә қурулғанда 15 миң әтрапида болған, 1946-йилиға кәлгәндә җәңчи офитсерлириниң сани 30 миңдин ешип кәткән. Барлиқ һәрбий ишлар сабиқ совет иттипақиниң мәхпий мәслиһәтчиләр орни болған 2-өйниң пиланлишидин кейин, һәрбий ишлар тәрипидин әмәлгә ашурилидикән. Һәрбий ишлар бөлүми билән қоманданлиқ штаб қоюқ мунасивәттә болған. Әхмәтҗан қасими полковник унвани билән һәрбий бөлүмни башқурған.

Миллий армийә 1945-йили 7-айдин башлап, үч фронт бойичә җәң қилишни башлап, шималий йөнилиш тарбағатай вә алтайни азад қилған. Оттура йөнилиш җиң вә шихолардики хитай мудапиә системилирини бөсүп өтүп, үрүмчини азад қилиш үчүн манас дәряси бойиға келип тохтиған. Җәнуби йөнилиш тәңри теғидин өтүп, ақсу кона шәһәр, бай қатарлиқ җайларни азад қилған.

Шәрқий түркистан миллий армийиси 1945-йили 9-айниң 17-куни манас дәряси бойиға йетип кәлгәндә һуҗумни тохтитиш буйруқи бойичә мәзкур җайда таки 1949-йили 12-айғичә мудапиәдә турушқа мәҗбур болған. Хитай коммунист һөкүмити уйғур елини игилигәндин кейин, 1950-йили милли армийә хитай азадлиқ армийисиниң 5-корпуси қилип өзгәртилип, 2 дивизийәгә айрилип, 13-дивизийә уйғур елиниң җәнубиға, 14-дивизийә шималиға орунлаштурулуп, кейин бара-бара қисқартилип, әмәлдин қалдурулған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.