Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши


2004.11.09

1944-1949-Йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң партлишидики асасий сәвәп һәққидә һәр хил көз қарашлар мәвҗут болуп , бу инқилаб совет иттипақиниң хитай вә хәлқара сиясий истратегийисиниң еһтияҗи үчүн тәйярланған һәм тәшкилләнгән дегән қараш мәвҗут болуп, бу пикирни илгири сүргүчиләр совет иттипақиниң нилқа қозғилиңидин тартип, таки азадлиқ тәшкилатиниң қурулуши , шәрқий түркистан вақитлиқ һөкүмитиниң тәсис қилиниши, үч фронттики уруш , течлиқ бетим вә ахирида мәзкур җумһурийәтниң йоқулуп, өлкидә хитай коммунист һакимийитиниң тиклинишигичә болған пүтүн җәрянда муһим рол ойниғанлиқи қатарлиқ әһвалларни пакит қилиду.

Мәзкур көз қараш әйни вақиттики хитай гоминдаң һөкүмити тәрипидин хәлқара җәмийәткә тарқитилған дипломатийилик һөҗҗәтләр вә билдүрүшләрдә ениқ көрситилгән болуп, җиаң кәйши даирлири ‘шинҗаң мәсилисини һәл қилишниң ачқучи совет иттипақи билән болған дипломатийилик мунасивәттә “ , ”шинҗаң мәсилиси дипломатийилик мәсилә” дәп тәрипләш арқилиқ, америка, әңилийә қатарлиқ ғәрип мәмликәтлиригә совет иттипақиниң или инқилаби арқилиқ шинҗаңни өз тәсир даирисигә киргүзивелишқа урунғанлиқидин шикайәт қилған.

Шу вәҗидин 1943-йиллири үрүмчидә қурулған америка вә әнгилийә консулханилири азад шәрқий түркистандики совет тәсирини чүшинишкә тиришқан болуп, 1946-йили вә 1947-йили айрим-айрим һалда инқилаби шәрқий түркистанға барған әңлийә консули граһам вә америка консули пакистан гуоминдаң тәсиридин чиқип кәткән бу райондики совет иттипақиниң тәсириниң зади қанчилиқ икәнликигә алаһидә диққәт қилған иди.

Хитай гуоминдаң һәрбий вә рәсми даирлириму бу инқилабқа җүмлидин миллий армийиниң барлиқ урушлириға советниң ярдәм бәргәнлики һәтта қизил армийиниң қатнашқанлиқи, қисқиси шәрқий түркистан һөкүмитиниң советниң қолидики қорчақ икәнликини көрситишкә пүтүн имканийәт билән тиришип, көплигән тәшвиқатларни елан қилған иди.

Бир қисим ғәрип вә хитай алимлири өзлириниң или инқилаби һәққидики әсәрлири йезишта хитай гуоминдаң материяллири шуниңдәк ғәрип дипломатлири вә җурналистлириниң учурлирини асасий мәнбә қилғанлиқи үчүн бу хил идийини гәвдиләндүргән яки униңдин хали болалмиған. Лекин, миллий азадлиқ инқилап иштиракчилири бу көз қарашни рәт қилип, инқилапни импорт қилғили болмайдиғанлиқини көрситиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.