Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб
2004.11.08
1944-Йилидики кәң көләмлик милли азадлиқ инқилапниң партлишида асасий икки сәвәп мәвҗут болуп, униң бири уйғур елидә узундин буян давамлишип кәлгән миллий зиддийәт болса, йәнә бири ташқи сәвәп йәни хәлқара вәзийәтниң җүмлидин совет –хитай мунасивәтлириниң өзгиришидур.
Лекин, миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучилири әйни вақиттики вәзийәтни әсләп, 1944-йиллирида хәлқниң кәң көләмлик қозғилиши шуниңдәк инқилабниң тез ғәлбәсири илгирилишидики асасий сәвәбниң йәнила ички амил икәнликини көрситиду. Уларниң қаришичә бу чағда уйғур қатарлиқ хитай әмәс милләтләр билән хитайлар болупму, хитай һөкүмранлар қатлими арисидики миллий қаршилиқ әң юқириға пәллигә йәткән. Хәлқниң наразилиқи вә ғәзипи қайнап ташқан болуп, пәқәт өз азадлиқини қолға кәлтүргәндила бу зулумдин қутулуш мумкин дәйдиған чүшәнчә шәкиллинип болған иди. (Үмидвар)