Икки шәрқий түркистан җумһурийити вә уларниң ортақ тәқдири
2004.12.01
1933-Йили 12- вә 1944-йили 12-ноябирдин ибарәт охшаш бир күндә өз-өзигә хоҗа болған шәрқий түркистан җумһурийити қурулған иди. Әнә шу күнидин етибарән 12-ноябир уйғур хәлқиниң тарихидики унтулмас вә шәрәплик сәһипә болуп қалди. Мәзкур икки җумһурийәт дөләт нами, байриқи, сияси программиси, нишани шуниңдәк дөләтчилик түзүлмиси һәмдә дуч кәлгән ички-ташқи вәзийәт вә башқа җәһәтләрдә охшашлиққа шундақла мәлум пәрқлиқ тәрәпләргә игә.
Тарихий пакитларға таянғанда 1931-йили уйғур хәлқиниң 20-әсирдики кәң көләмлик миллий азадлиқ қозғилиңиниң тунҗи оқлири қумул тағлирида етилди.
Хоҗа нияз һаҗим башчилиқидики бу қозғилаң ғәлбәсири кеңийип, уйғур елиниң һәммә җайлириға күчлүк тәсир көрситиш билән хәлқниң азадлиққа , мустәқиллиққә болған ишәнчисини ашурди. Нәтиҗидә, хотән хәлқи муһәммәд имин буғраниң рәһбәрликидә 1933-йили 2-айниң 13-күни қозғилаң көтирип, шу йили хотән һөкүмитини қурди.
Шуниңдин кейин турпан , кучар , ақсу ,қәшқәр қатарлиқ җайлардиму қозғилаң көтирилип, җин шурен һөкүмранлиқи ағдуруп ташлинип, һакимийәт қозғилаңчиларниң қолиға өтти. Хоҗа нияз һаҗим вә мәһмут муһитилар башчилиқидики қумул-турпан қозғилаңчилириму тәңри тағлириниң җәнуп тәрәплиригә кеңәйди.
Мана мушундақ шараиттин пайдилинип, шәрқий түркистан мустәқил җумһурийитини бәрпа қилиш үчүн, савут дамоллам қәшқәрдә "шәрқий түркистан истиқлал җәмийити" ни қурди вә җидди тәйярлиқлардин кейин,1933-йили 12-ноябир күни шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулғанлиқи җакарланди. Ман бу йил мәзкур һөкүмәтниң мәйданға кәлгәнликигә 71 йил тошти.
Шәрқий туркистан ислам җумһурийити дәсләптә уйғуристан җумһурийити дәпму аталған болуп, кейин өзгәртилгән. Бу һөкүмәт қисқиғина вақит ичидә өзиниң асасий қануни, дөләт герби, паспорти, армийиси, пули вә һакимийәт йүргүзүш сиясий программиси қатарлиқларға игә болған иди.
Гәрчә , шәрқий түркистан ислам җумһурийити қисқа өмүр сүргән болсиму , лекин униң роһи вә әнәниси шундақла ай юлтузлуқ көк байриқи 1944-йилиниң 12-ноябириға мирас болуп қалди.
Мәзкур икки җумһурийәтниң ахирлишишидики қисмәтләр охшаш болуп, униңда хитай-совет һәмкарлиқ мунасивәтлири һәл қилғуч рол ойниди ( үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қәһриман миллий армийә хатирилири
- Һәрәмбағ сепилини партилатқан батур билән сөһбәт
- Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң уйғур елиға кириштики шәрт һәм сәвәблири
- Мәсүмҗан зулпиқаропниң миллий инқилаб һәққидики баянлири
- Ғулҗа қозғилиңи вә шәрқий түркистан җумһурийити
- Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар
- Миллий азадлиқ инқилабниң партлиши
- Инқилапниң башлинишидики асасий сәвәб