Шәрқий түркистанниң азадлиқи йолида қурулған дәсләпки тәшкилатлар


2004.11.10

1944-Йили, нилқа қозғилиңи башлиништин илгири, миллий зиддийәтләр вә наразилиқларниң юқири пәллигә йетиши түпәйлидин уйғур елиниң һәр қайси җайлирида хәлқниң қаршилиқлириму түрлүк шәкилдә пәйда болушқа башлиди.

Униңдин илгири хәлқниң ашкара наразилиқ билдүрүши вә яки қаршилиқ көрситиши шәң шисәйниң дәһшәтлик бастурушиға учриғанлиқи үчүн хәлқ еһтиятчан позитсийә қоллинип, йәр асти тәшкилатлар вә гуруппиларға уюшуп, тәшвиқат вастиси билән шең шисәй зулмиға болған қаршилиқини ипадә қилди шуниңдәк кәң көләмлик қораллиқ күрәшниң мәниви асасини яратти.

Уйғур елидики шең шисәйгә қарши қораллиқ қозғилаң алди билән 1937-йили абдунияз бәгниң башчилиқида елип берилған болсиму лекин, шең шисәй вә совет иттипақиниң һәрбий һуҗумлири астида мәғлуп болди. Униңдин кейинки оқни 1940-йили алтай хәлқи атти. Алтай қозғилаңчилири гаһида аҗизлап, гаһида күчийип үзлүксиз түрдә зорийишқа қарап йүзләнди.

Бу мәзгилдә бир қатар мәхпий тәшкилатлар қурулған болуп, 1943-йили, ғулҗа шәһридә уйғур яшлириниң гуруппилири пәйда болди. 1944-Йили "азадлиқ тәшкилати" мәйданға кәлди.

Бу тәшкилатлар кәң көләмлик қораллиқ күрәшниң мәниви асасини яратти ( үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.