Мәҗбурий һашар пәйзиват наһийисидики деһқанларни тәс күнгә қойди
2005.04.29
Бизгә телефон қилған уйғурлар, бу йәрдики һашар әмгикиниң деһқанларға еғир қийинчилиқларни туғдуриватқанлиқини һәмдә буниңға нурғун деһқанларниң нарази боливатқанлиқини ейтип, бу әһвални бизниң пүтүн дуняға аңлитишимизни тәвсийә қилди. Биз бу мунасивәт билән, бу һәқтә техиму көп учурларға еришиш үчүн һашарға елип чиқиш әһвали бир қәдәр еғир боливатқан пәйзиват наһийисиниң мәлум йезисидики деһқанларниң өйигә телефон қилдуқ.
Дегәндәк телефонимиз уланғанларниң һәммиси һәқиқәтән бу йәрдә һашар мәзгили башлинип кәткәнликини мәлум қилди. Уларниң билдүришичә, деһқанлар һазир һашарға мәҗбурий асаста елип чиқилидикән. Әгәр чиқмайдиғанлар болса, һөкүмәт уларни йәнила пул төлитиш усули билән җазалайдикән. Бу мунасивәт билән биз, пәйзиват наһийисиниң мәлум бир йезисидики бир уйғур деһқан билән сөһбәт елип бардуқ. У бизгә бу йәрдики һашар-селиқларниң деһқанларни тәс күнгә қойиватқанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә йәнә, рәһбәр кадирлар бәзидә һәтта һашарға чиқмиғанларни урупму салидикән.
Кадирлар һәтта һашарға кечикип қалған деһқанларни уридикән
Биз йәнә бу районға давамлиқ телефон қилғинимизда, телефонимиз уланған бир деһқан аял, йолдиши вапат болғандин кейин, өзиниң 9 балиси билән қалғанлиқини, шундақла униң бир оғли һашарға чиқип кәткәнлики үчүн, пүтүн етиз-ериқ ишлириниң өзигә ялғуз қалғанлиқини ейтти.
Биз йәнә бу йәрдики йәнә бир 70 яшлиқ уйғур деһқан билән сөһбәтлишиш пурситигә игә болдуқ. У бизгә, нөвәттики һашар әмгикидин бәкрәк һәр йили күздә деһқанларни мәҗбурий биңтуән кевәзликлиригә елип берип пахта тәргүзидиған әһвалниң, деһқанларға һәммидин тәс келиватқанлиқини билдүрди. Униң мәлум қилишичә, кевәз териш әмгики интайин җапалиқ болғачқа һечқайси деһқанниң у йәргә беришкә райи болмайдикән, һәтта 40-50 күн давамлишидиған бу һашар мәзгилидики барлиқ йимәк-ичмәккә деһқанлар өзи пул чиқиридикән.
70 яшлиқ бу бовай сөзиниң ахирида, өзиниң есини билсә, бу йәрдә һашар барлиқини, гәрчә хитай коммунист партийиси илгири "шинҗаңни азад қилимиз" дәп бу йәргә киргән болсиму, әмма бу йәрдики һашар-селиқларниң һечқанчә йәңгиллимигәнликини билдүрди.
Вилайәткә бу һәқтә әрз сунуп барған деһқанлар һәтта солап қоюлған
Биз йәнә пәйзиват наһийисиниң мәлум бир йезисидики уйғур кадирни зиярәт қилип, униңдин бу йәрдики һашар әһвалини сүрүштурдуқ. У радиомизниң зияритини қобул қилип, деһқанларниң һашарға чиқмай амали йоқлиғини, чүнки һөкүмәтниң һашарға чиқиштин өзини тартқанларни йәнила пул төлитиш усули арқилиқ җазалайдиғанлиқини билдүрди.
Биз деһқанларниң зарини аңлиғандин кейин, бу һәқтә йәнә пәйзиват наһийисидики мунасивәтлик һөкүмәт орунлири билән алақлишишқа тиришқан болсақму, әмма вақит пәрқи түпәйлидин улар билән сөзлишәлмәй қалдуқ. Биз йәнә бу һәқтә техиму көп учурларни игиләшкә давамлиқ тиришимиз. (Пәридә)