12 - Декабир оқуғучилар һәрикитиниң 20 йиллиқи


2005.12.12

Буниңдин 20 йил илгири йәни 1985 - йили 12 - айниң 12 - күни , уйғур елиниң мәркизи үрүмчи шәһиридә 10 миңдин артуқ уйғур яшлири, уйғурларниң кишилик һоқуқи вә демократик һоқуқини қолға кәлтүрүш истикидә һөкүмәткә наразилиқ билдүрүп, чоң намайиш елип барған иди.

12 - Декабир оқуғучилар һәрикитигә дуня уйғур қурултийи мундақ баһа бериду:

"12 - Декабир оқуғучилар һәрикити, шәрқий түркистан йеқинқи заман тарихидики миллий һәрикитиниң давами, раваҗлиниши вә демократик күрәшниң башлиниш нуқтиси болупла қалмастин, бәлки бир қанчә йил кейин йүз бәргән дуняви характерлик сиясий вәқәләрниң оттуриға чиқишиғиму тәсир көрсәткән муһим амил, бу һәрикәт атом синиқиға қарши туруш шуари билән дуня тенчлиқи үчүн хизмәт көрсәткән болса, бу һәрикәт йәнә демократик сайлам шоарлири билән 1989 - йили бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң оттуриға чиқишида бивастә рол ойниған муһим һәрикәтләрдин бири".

Дуня уйғур қурултийи йәнә, мәзкур қурултайниң 2 - нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида 12 - декабир күнини "түркистан яшлар күни" дәп җакарлиған иди.

12 - Декабир һәрикитиниң йетәкчилири вә қатнашқучиларниң бир қисимлири америка, канада вә германийиләрдә изчил түрдә уйғурларниң һәқ - һоқуқи вә демократийисини қолға кәлтүрүш йолида актип паалийәт елип бармақта.

Әйни вақитта оқуғучилар һәрикитигә йетәкчилик қилғучилардин бири, һазир дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси муһәммәт тохти әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзлириниң 12 – декабир оқуғучилар һәрикити һәққидики әслимилири, қарашлири вә униң әһмийити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.