Әйса йүсүп алиптекин әпәнди вапатиниң тоққузинчи йили
2004.12.17

Бүгүн уйғур дәвасиниң чәтәлдә тонулған рәһбәрлирдин бири болған айса йүсүп алиптекин әпәндиниң вапатиниң 9 йиллиқ хатирә күни.
Башқа йиллардикигә охшаш, түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири бу күнни һәр хил паалийәтләр билән хатирилимәктә. Бу мунасивәт билән, түркийидә паалийәт елип бериватқан тәшкилатларниң бири болған шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити, 17 – декабир күни әнқәрәдики чоң җамиләрниң бири болған һаҗи топә җамисидә, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң роһиға атап хәтмә қуран оқутмақчи. Шу күни кәчтә, "әйса йүсүп алиптекин вә шәрқий түркистан" намлиқ сөһбәт йиғини өткүзүлмәкчи.
"Вәтән үчүн вәтәндин айрилдуқ"
Бу мунасивәт билән түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим бу паалийәтләрни уюштуриватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллири билән сөһбәт өткүзди.