Ахуноп вә миҗит қомандан қозғилиңиға 36 йил


2005.08.22

Буниңдин 36 йил илгирики 23-авғуст күни уйғур елиниң һазирқи заман сиясий тарихида "ахуноп вә миҗит силиң вәқәси" дегә нам билән уйғур хәлқи ичидә таки һазирғичә еғиздин –еғизға ,қулақтин –қулаққа кәң тарқалған бир сиясий вәқә йүз бәргән иди. Бу қозғилаң әмәлийәттә шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң паалийәтлиридин биридур.

Вәқәниң келип чиқиш арқа көрүниши

Мәлуматларға қариғанда, 1969-йили 23-авғуст күни шәрқи түркистан хәлқ инқилаби партийисиниң җәнубий бюросиниң секритари ахуноп вә миҗит силиң (қомандан) рәһбәрликидики қораллиқ гуруппа билән хитай армийиси оттурисида бир мәйдан җәң йүз берип, көплигән хитай армийиси әскәрлириниң өлүми вә яридар болуши бәдилигә бу қозғилаң бастурулған иди.

Бу вәқәниң келип чиқиши тасадипий һадисә әмәс, әслидә мәдәнийәт инқилабиниң алди -кәйнидә уйғур елиниң һәммила җайлирида дегүдәк хитай һөкүмитигә қарши һәрикәтләр әвҗи алған болуп, мәдәнийәт инқилаби мәзгилидә уйғур аптоном райониниң муавин рәиси муһәммәд имин иминоп қатарлиқлар арқида туруп қоманданлиқ қилған уйғур аптоном районлуқ нәширият ниң мәсуллуқ вәзиписини өтигән тохти қурбан рәисликидики шәрқи туркистан хәлқ инқилаби партийиси актип паалийәт елип барған.

Түрлүк тарихий учурларға қариғанда шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийисигә әйни вақитта уйғур аптоном райониниң рәһбири кадирлири шуниңдәк бир қисим вилайәт, наһийиләрниң һәр дәриҗилик рәһбирий хизмәтлирини өтигән кишиләрдин тартип, зиялийлар, җәмийәтниң һәр қайси саһәсигә мәнсуп аддий пуқралардин болуп, көплигән адәмләр қатнишип, пүтүн уйғур ели даириси бойичә кәң даирилик йәр асти күрәш тори һасил қилған иди.

Сабиқ шәрқи түркистан җумһурийити милли армийисиниң офитсери, кейин сабиқ миллий армийә йәни 5-корпус,13-дивизийиниң қәшқәрдики бир полкиниң командирилиқ вәзиписини атқурған ахуноп шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң җәнубий бюросиниң рәһбири болуш сүпити билән җәнубий вилайәтләрдики ишларға башламчилиқ қилған. Ахуноп, қәшқәрдики миҗит қомандан қатарлиқлар билән бирлишип, қораллиқ қозғилаң көтүрүш пиланини түзиду. Бирақ, һәрикәт башлаштин илгири сезилип қалиду, нәтиҗидә, бир қисим қозғилаңчилар қәшқәрдин чекинип, атуш тәвәсидики қараҗөл дегән җайға кәлгәндә хитай армийиси билән уруш қилиду һәмдә көплигән хитай әскәрлириниң өлүми вә яридар болуши билән бу қозғилаң бастурулиду.

Әйни вақиттики шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисигә қатнишип, әшу вәқәләрни өз көзи билән көргән шаһидларниң бири һаҗи абдурешит керим әпәнди қозғилаңчиларниң батурлуқ билән қаршилиқ көрсәткәнликини әсләп, бу һәрикәтниң қандақтур истихийилик болмастин бәлки, үрүмчидики шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийиси мәркизий комитетиниң бир туташ орунлаштурғанлиқи, әмма хаинниң пиланни ашкарилап қоюши билән қозғилаңниң алдин –ала көтүрүлүшкә мәҗбур болғанлиқини көрсәтти. Қара җөлдики җәңдә өзлиридин нәччә һәссә көп рәқиплиригә қарши җәң қилған қозғилаңчилардин ахуноп, мәрйәм, низамидин, османҗан вә хәйрулла қатарлиқлар шеһит болиду. Қалғанлар әсиргә чүшиду. Миҗит еғир ярилинип, қолға чүшкәндин кейин давалап сақайтилип, етип өлтүрүлиду.

Кәң көләмлик җазалаш

Ахуноп вә миҗит "силиң" башчилиқидики қозғилаң бастурулғандин кейин, пүтүн уйғур дияри бойичә кәң көләмлик тутқун қилиш вә җазалаш елип берилди.

Шәрқий түркистан хәлқ инқилаби партийиси билән четилип, нурғунлиған адәмләр қолға елинип түрлүк дәриҗидики җазаларға учриди. 69-70-Йилларда җазаға учриғанларниң сани һәққидә һәр хил мәлуматлар мәвҗут .

Хитай һөкүмити йәнә бирла вақитта үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә өлүм җазасини иҗра қилиш уюштурған болуп, шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийисиниң рәиси тохти қурбан қатарлиқ асаслиқ рәһбири кишиләр өлүмгә һөкүм қилинди.

60-Йиллардики кәң көләмлик қаршилиқ һәрикитиниң тәркиби вә тәсири

Тарихий шаһидларниң ейтишичә, 60-йиллардики бу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң бир алаһидилики шуки, у һәргиз бирла район билән чәклинип қалған әмәс, у наһайити тәшкиллик, пиланлиқ түрдә елип берилған болуп, қатнишиш әһвалидин елип ейтқанда, мәзкур һәрикәтләрдә 40-йиллардики миллий азадлиқ инқилабниң бир қисим җәңчи офитсерлири һәмдә рәһбири хадимлири шуниңдәк йеңи әвлад яшлар муһим рол ойниди. Йәнә бир тәрәптин алғанда мәзкур тәшкилатқа йәнә хитай ком партийисиниң әзаси болуп, башлиқлиқ вәзиписини қобул қилған кишиләрниңму қатнишиши өзгичә болуп, буларниң ичидә аптоном районниң муавин рәисилик вәзиписидики кишиниңму болуши бейҗиң даирилирини қаттиқ биарам қилған иди.

Гәрчә ахуноп вә миҗит башчилиқ қилған қозғилаң вәқәсигә 36 йил болсиму, бирақ бу вәқәләрни кишиләр техи унтулуп кәткини йоқ, шәрқий түркистан хәлқ инқилабиға бағлинип, түрмиләргә ташланған, азап чәккән кишиләрниң көпинчиси бүгүнки күндә техи һаят яшимақта, өлтүрүлгәнләр хитай һөкүмити тәрипидин "әксийәтчиләр" дәп қарилансиму әмма, уларниң әвладлири вә уруқ –туғқанлириниң шуниңдәк ақ –қарини пәрқләндүрүш мумкинчилики бар кишиләрниң уларни сеғиниши, уларни әслиши һәмдә унтулмайдиғанлиқида шәк йоқ. Қисқиси тарихқа йезилған һәқиқәтни һеч кимму өчүрәлмәйду халас! (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.