Ахуноп вә миҗит силиң вәқәси


2004.08.23

Буниңдин 35 йил илгирики 23-авғуст күни уйғур елиниң һазирқи заман сиясий тарихида "ахуноп вә миҗит силиң вәқәси" дегән нам билән уйғур хәлқи ичидә таки һазирғичә еғиздин-еғизға, қулақтин-қулаққа кәң тарқалған бир сиясий вәқә йүз бәргән иди.

Хитай һөкүмитиниң әйни вақитта бу вәқәни шәрқи туркистан хәлқ инқилабий партийисиниң һәрикити билән бағлап, 1969-1970-йиллирида пүтүн уйғур ели бойичә кәң көләмдә бастуруш елип барғанлиқи һәтта оз тәшвиқат материяллиридиму көрситилиду.

Ахуноп вә миҗит қомандан башчилиқидики бир гуруппа қозғилаңчилар 1969-йили 8-айниң 23-күни атушниң қараҗол дегән җайида хитай азадлиқ армийиси билән җәң қилип, нәтиҗидә көплигән азадлиқ армийә әскәрлириниң өлүши вә яридар болуши билән қозғилаң бастурулған. Вәқәдин кейин пүтүн уйғур дияри бойичә тутқун қилиш вә өлүмгә һөкүм қилишлар давамлашқан (үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.