Барин қозғилиңиниң 15 йиллиқ хатирә күни (1)


2005.04.05

Инқилабниң мәғлуп болуши, инқилабниң йоқилиши демәктур. Әмма, инқилабсизлиқ болса, милләтниң йоқилиши демәктур. Пишанимизгә "йоқалған милләт" дегән һақарәтлик тамға бесилиштин авал инқилабсизлиққа қарши қурбан беришкә тәйяр турушимиз керәк.

Буниңдин дәл 15 йил илгири, йәни 1990- йили 4 - айниң 5 - күни қәшқәрниң ақту наһийиси барин йезисида, хитай әмәлдарлириниң бир мәсчитниң қурулушиға рухсәт бәрмигәнлики йүзисидин йеза хәлқи билән хитай бихәтәрлик қисимлири оттурисида тоқунуш йүз бәргән. Бу тоқунушта, хитай һөкүмитиниң билдүрүшичә, 22 киши, мустәқил мәнбәләрниң хәвәр қилишичә 60 тин артуқ кишиниң өлгән. Әмма барин вәқәсигә шаһид болғанларниң билдүрүшичә, 250 тин көпрәк йеза хәлқи хитай бихәтәрлик қисимлири бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгән.

Барин вәқәсиниң келип чиқишниң асаслиқ сәвәби немә? хитай һөкүмити бу һәрикәтни қандақ бастурди? бу һәрикәт уйғурлар арисида қандақ тәсир қозғиди? бу һәрикәтниң йол башчиси зәйдин йүсүп қандақ бир характергә игә киши иди ?

Бу суалларға җаваб издәш үчүн биз барин инқлаби билән четишлиқ дәп әйиблинип, хитай түрмисидә ятқан, барин һәрикитиниң рәһбири зәйдин йүсүп билән сәпдаш болған һазир чәтәлдә яшаватқан абдуреһимҗанни зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.