Барин инқилабиниң 17 -йили


2007.04.03

barin-150.jpg
2005-Йили априлда дуня уйғур қурултийи "барин инқилабиниң 15 йили" намлиқ китабни нәшр қилған иди.

1990‏- Йили 4‏- айниң 5‏- күни уйғур елиниң барин йезисида йүз бәргән қозғилаңниң йолбашчиси зәйдин йүсүпниң йеқин бир сәпдишиниң билдүрүшичә, барин қозғилиңиниң һарписида зәйдин йүсүп вә сәпдашлири оттурисида қозғилаң көтүрүшниң пәйти йетип кәлгән- кәлмигәнлики һәққидә болуп өткән муназириләрдә зәйдин йүсүп: "бизниң бу қозғилаңни көтүрүштики асаслиқ мәқисидимиз өзимизни пида қилиш арқилиқ шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң мәвҗут икәнликини, шәрқий түркистан хәлқиниң миллий мустәқиллиқ роһиниң техи өлмигәнликини дуня җамаәтчиликигә көрситиштин ибарәт" дегән икән.

Уйғур һазирқи заман тарихидики муһим вәқә

Бүгүн барин қозғилиңидин 17 йил өткәндин кейин, хитай һәмдә ғәрб мәтбуатиға нәзәр салғинимизда, барин қозғилиңини тәшкиллигәнләрниң шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң мәвҗут икәнликини һәм хитай һәмдә хәлқара җамаәткә испатлаштин ибарәт мәқсидигә йәткәнликини көрүвалғили болиду. Дегәндәк, һәм хитай даирилири һәм ғәрблик мулаһизичиләр барин қозғилиңини, шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң, уйғур миллий роһиниң вә исламий етиқадиниң қайтидин тирилишидә һалқилиқ рол ойниған бир вәқә дәп көрсәтмәктә.

Хитай даирилири барин қозғилиңини, азадлиқтин бери шинҗаңда дөләтниң бирликини бузуш вә һакимийәтни ағдуруш мәқситидә елип берилған әң җиддий миллий бөлгүнчи қозғилаң дәп көрсәтмәктә. Уларниң ейтишичә, зәйдин йүсүп башчилиқидики бүлгүнчиләр қозғилаңни алдин пиланлиған болуп, улар бир тәрәптин мәсчитләрдә елип барған тәшвиқати арқилиқ җамаәт пикири топлиған, йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистан ислам партийисини қуруп, бу партийигә әза қобул қилишқа башлиған. Бу тәшкилатниң мәқсити очуқ болуп, барин йезисини ишғал қилиш арқилиқ бу йәрдә шәрқий түркистан җумһуриийитиниң қурулғанлиқини дуняға елан қилиштин ибарәт иди.

Хитай һөкүмити, барин қозғилиңи билән уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитиниң мәвҗут икәнликини тунҗи қетим рәсмий етирап қилған. Хитай һөкүмитиниң барин қозғилиңи һәққидики доклатлирида" барин әксилинқилабий қозғилиңи тәссадипий бир вәқә болмастин, бәлки дөләтниң бирлики вә миллий иттипақлиқни қоғдашқа тиришиватқан күчләр билән дөләтни парчилашқа уруниватқан күчләр оттурисида шинҗаңда узундин бери давамлишиватқан күрәшниң бир қисими һесаблиниду. Барин вәқәси хәлқара вә дөләт ичидики вәзийәтниң өзгириши нәтиҗисидә бу күрәшниң техиму кәскинләшкәнликини көрситиду" дейилгән.

Ғәрблик мулаһизичиләрниң қарашлири

Ғәрблик мулаһизичиләр, барин қозғилиңиниң уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикитини һәм хитайға һәмдә дуня җамаәтчиликигә тонутушта наһайити муһим рол ойниғанлиқини шундақла бу вәқәниң шәрқий түркистанда хитай һакимийитигә қарши қораллиқ һәрикәтләрниң башлинишида түрткилик рол ойниғанлиқини билдүрмәктә.

Сиясий мулаһизичи майкәл винчистәр ешия век жорнилида елан қилған бейҗиң вә ислам намлиқ мулаһизисидә, барин қозғилиңи узун йиллардин кейин шәрқий түркистандики бир исламий тәшкилатниң тунҗи қетим хитай һакимийитигә қарши баш күтәргәнликини көрсәтти. Барин уйғур елидә хитай һакимийитигә қарши қораллиқ қаршилиқ көрситиш һәрикәтлириниң башлиниши иди. Хитай даирилири, әгәр бариндики қозғилаңчиларни бастуруш билән уйғур елидики бөлгүнчиләрниң белини қирдуқ дәп ойлиған болса, қаттиқ хаталашқан болиду " дегән.

Канадалиқ тәтқиқатчи, доктор павәл җурҗ шинҗаңдики исламий қозғилаң һәққидә канада ахбарат идарисиға сунған доклатида, барин қозғилиңи үстидә алаһидә тохтулуп " барин қозғилиңи билән хитай һөкүмити тунҗи қетим шинҗаңда миллий мустәқиллиқ паалийәтчилириниң мәвҗут икәнликини етирап қилди. Бу қозғилаң шундақла шинҗаңда давамлишиватқан қораллиқ һуҗумларниң башлиниши болди" дәп көрсәткән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.