Әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 91 йиллиқ хатирә күни (1)
2005.04.15

Бүгүн, йәни 15 - април күни, 1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбири, һаятини уйғур хәлқи һәм шәрқий түркистанниң һөрлүкигә беғишлиған, күрәшчан уйғур оғлани мәрһум әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 91 йиллиқ хатирә күни.
Әхмәтҗан қасими 1914 - йили 4 - айниң 15 - күни ғулҗа шәһридә дуняға кәлгән. У шәрқий түркистан миллий инқилабиниң рәһбири шундақла 1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси болуш сүпити билән уйғур йеқинқи заман тарихида өчмәс изларни қалдурған. У шәрқий түркистан җумһурийитиниң асаслиқ рәһбәрлири, сәбдашлири абдукерим аббасов, исһақбәк вә дәлилқан қатарлиқлар билән тәң 1949 - йили авғустта сирлиқ һадисигә учрап вапат болған.
Бу мунасивәт билән тәйярланған мәхсус программимизда, мухбиримиз гүлчеһрә, мәрһум әхмәтҗан әпәндиниң рәпиқиси маһинур қасим вә қизи адаләт қасимларни зиярәт қилиш пурситигә игә болди.