Әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 91 йиллиқ хатирә күни (2)


2005.04.15
sulayman-ismail.jpg
Зияритимизни қобул қилған сулайман исмаил ака .

Бүгүн, йәни 15 - април күни, 1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбири, һаятини уйғур хәлқи һәм шәрқий түркистанниң һөрлүкигә беғишлиған, күрәшчан уйғур оғлани мәрһум әхмәтҗан қасими туғулғанлиқиниң 91 йиллиқ хатирә күни.

Әхмәтҗан қасими 1914 - йили 4 - айниң 15 - күни ғулҗа шәһридә дуняға кәлгән. У шәрқий түркистан миллий инқилабиниң рәһбири шундақла 1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси болуш сүпити билән уйғур йеқинқи заман тарихида өчмәс изларни қалдурған. У шәрқий түркистан җумһурийитиниң асаслиқ рәһбәрлири, сәбдашлири абдукерим аббасов, ишақбәк вә дәлилқан қатарлиқлар билән тәң 1949 - йили авғустта һадисигә учрап вапат болған.

Бу мунасивәт билән тәйярланған мәхсус программимизда, мухбиримиз гүлчеһрә, қазақистанда яшватқан даңлиқ драматорг әхмәтҗан һашири вә өз вақтида миллий инқилабқа қатнашқан, һазир қирғизистанда яшаватқан сулайман исмаил акини зиярәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.