Әхмәтҗан қасиминиң вапат болғанлиқиға 56 йил


2005.08.28

8-Айниң 27-күни 1944-йилидин 1949-йилиғичә давамлашқан шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, генерал лейтинант исһақбәг муноноп, абдукерим аббасоп вә генерал майор дәлилқан сугурбайев қатарлиқларниң қазаға учриғанлиқиға 56 йил болди.

Әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий азадлиқ инқилаб рәһбәрлириниң қазаға йолуққанлиқиға 56 йил болсиму, әмма хәлқ таки һазирғичә уларни унтумиди.

Гәрчә, әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң бейҗиңдики йиғинға қатнишиш сәпиридә айропилан һадисиси билән қаза қилғанлиқи совет вә хитай һөкүмәтлири тәрипидин бекитилгән болсиму, әмма уйғурлар таки һазирғичә бу тәсадипий өлүмгә ишәнмәй кәлмәктә . Миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири болса уларниң суйиқәст билән өлтүрүлгәнликини билдүрмәктә, совет иттипақи йимирилгәндин кейин мәйданға кәлгән русийә алимлири вә журналистлириниң мақалилирида болса, уларниң сталин билән мавзедуңниң сиясий содисиниң қурбанлириға айланғанлиқини оттуриға қоюшмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.