Миллий армийә хатириси (1)


2007.04.09

maxmut-parmeshew.jpg
Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити һәрбий ишлар бөлүминиң катипи, һазир алмутида яшаватқан махмуд пармашев әпәндиниң әйни вақиттики рәсими.

4-Айниң 8-куни шәрқий түркистан миллий армийисиниң қурулған хатирә күнидур. Тарихий мәлуматларға қариғанда 1944-йили нилқа наһийисидә фатих батур, ғәни батур башчилиқида қозғилаң көтүрүлгәндин кейин, бу қозғилаң отлири тездин кеңийип, ахири ғулҗа қатарлиқ җайларға туташти. Нәтиҗидә, 1944-йили 12- ноябир күни шәрқий түркистан җумһурийити қурулди. Шәрқий түркистан җумһурийити 2-айға кәлгәндә или вилайитини толуқ азад қилғандин кейин пүтүн уйғур ели миқясида шәрқий түркистан байриқини тикләш үчүн тарқақ партизанлар вә қозғилаңчиларни бирләштүрүп, улардин бир мунтизим, заманиви, җәңгивар қошун йәни шәрқий түркистан милли азадлиқ армийисини қуруп чиқишни қарар қилған. Миллий армийиниң унван түзүмлири вә қоманданлиқ шитаб һәм униң тәркиби тәсис қилинған.

Қисқа муддәтлик һәрбий тәлим тәрбийидин кейин 1945-йили 4-айниң 8-куни шәрқий түркистан җумһурийитиниң милли армийиси рәсми қурулуп ғулҗа шәһридә чоң һәрбий парат вә һәр қайси қисимларға байрақ тапшуруш мурасими өткүзүлди. Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийити һәрбий ишлар бөлүминиң катипи, һазир алмутида яшаватқан махмуд пармашев әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң көргән-билгәнлирини сөзләп бәрди.

Униң әслишичә, бу күни ғулҗа шәһири қайнам ташқинға чөмгән болуп, һәйвәтлик милли армийә қисимлири рәт-рети билән марш дәссәп параттин өткәндә һаяҗанға толған хәлқ йиға зарә қилип, азадлиқ үчүн җенини пида қилип мәйданға чиққан бу қиммәтлик пәрзәнтлиригә гүлләр чачқан, уларға алладин нусрәт тилигән икән. Миллий армийә қурулуш мурасиминиң йиғин сәһнисидә әлихан төрә қатарлиқ шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмитиниң рәһбәрлири олтурған болуп, әлихан төрә нутуқ сөзләп, һәр қайси полкларға "шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн алға" дегән шоар йезилған һәрбий байрақларни тәқдим қилған.

Миллий армийиниң баш қомандани дәсләптә генерал майор палинов, муавин баш қомандани полковник зунон тейипов болған болса, қоманданлиқ шитаб тәркибидә бир қанчә бөлүмләр қурулған, кейин генерал исһақ бәг баш қомандан, зунон тейипов, дәлилқан сугурбайев муавин баш қомандан, маҗаров шитаб башлиқи болған.

Мәлуматларға қариғанда милли армийиниң һәрбий формилири вә һәрбий унван системиси чар русийә вә совет армийисиниңкини үлгә қилиған иди. Төвән вә оттура дәриҗилик һәм юқири, алий дәриҗилик һәрбий унван түзүми қоллинилған болуп, алий дәрҗиликлири, маршал, генерал лейтинант болуп, кейин маршал унвани шәрқий түркистан җумһурийити һәм һәрбий ишлар комитетиниң рәиси әлихан төригә берилгән иди.

Мәлуматларға қариғанда, 1949-йилиға кәлгәндә миллий армийә үч нәпәр генерал, 25 полковник, 50 тин артуқ подполковник, 60 тин ошуқ майор вә башқа оттура һәм төвән дәриҗилик офитсерләргә игә болған. ( Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.