Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң хатирә күни
2004.08.27
8-Айниң 27-күни 1944-1949- йиллиридики шәрқи түркистан инқилабиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, исһақ бәг мунуноп, абдукерим аббасоп, дәлилқан сүгүрбаййеф қатарлиқларниң аталмиш айропилан һадисисидә вапат болған хатирә күнидур.
Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң вапати сирлиқ мәсилә болуп, уйғурлар һазирғичә буниңға ишәнмәй кәлди. Тарихий пакитлар уларниң өлүминиң москва – бейҗиң мунасивәтлиригә бағлинишлиқ икәнликини илгири сүрмәктә.
©
2004 Radio Free Asia