23 Дөләтниң уйғурлар үчүн ортақ баянат бериши хитайни қаттиқ биарам қилди

Мухбиримиз ирадә
2019.10.31

29-Өктәбир күни америка, әнглийә, германийә вә японийә қатарлиқ 23 дөләт уйғур мәсилисидә ортақ баянат елан қилиши хитайни қаттиқ нарази қилди.

Хитай һөкүмити өзиниң “йәршари вақти гезити”, “хәлқ тори” вә шуниңдәк барлиқ ахбаратлирини ишқа селип, юқириқи демократик дөләтләргә һуҗум қилишқа башлиди.

“йәршари вақти гезити” 31-өктәбир күни бир обзор елан қилип, юқириқи 23 дөләтни “американиң бир учум шериклири” дәп атиған вә уларни “б д т да хитайға қарши қәстән ялғанчилиқ қилип қара чаплимақчи болди,” дәп әйиблигән. “йәршари вақти гезити” йәнә беларусийә вәкилиниң 54 дөләткә вакалитән хитайниң уйғур елидики сиясәтлирини қоллап баянат елан қилғанлиқини тилға елип, “мутләқ көп сандики дөләтләр америка қатарлиқ дөләтләрниң шинҗаңға четишлиқ мәсилиләрдин пайдилинип хитайниң ички ишлириға арилишишиға қәтий қарши туридиғанлиқини, хитайниң шинҗаңда қолланған террорлуққа қарши туруш тәдбирлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди,” дегән.

“хәлқ тори” бу һәқтики обзорида “хитайниң хәлқни мәркәз қилған тәрәққият идийәсидә чиң туруп, аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнлики, уйғур елиниң бихәтәрлик вәзийитини өзгәртип, һәр милләт хәлқниң негизлик кишилик һоқуқиға үнүмлүк капаләтлик қилғанлиқи” ни илгири сүргән.

Һалбуки америка вә әнглийә қатарлиқ демократик дөләтләр баянатида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити йүргүзүватқанлиқини, уйғурларни асасий нишан қилған зор көләмлик назарәт вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йолға қойғанлиқини билдүргән вә б д т дин районда мустәқил тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған.

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан “қайта тәрбийә лагерлири” да 2 милйон әтрапида кишиниң зулум көрүватқанлиқи, лагер сиртидикиләрниңму һәр түрлүк тәқибләшниң зиянкәшликигә учраватқанлиқи хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири һәм америка һөкүмити тәрипидин бирдәк етирап қилинған иди. Софи ричардосон қатарлиқ кишилик һоқуқ актиплири хитай һөкүмитигә охшаш кишилик һоқуқ хатирисидә еғир мәсилиси бар дөләтләрниң хитайни қоллап қилған сөзлириниң пакитни йошурушқа йәтмәйдиғанлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.