43 Дөләт б д т да баянат елан қилип, хитайниң уйғурларни бастурушини тәнқид қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.22

Америка, әнгилийә, германийә, франсийә, канада вә түркийә қатарлиқ дунядики 43 дөләт 21-‍өктәбир күни б д т да имзалиқ бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң уйғурларни бастуруши вә уларға зиянкәшлик қилишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.

Баянатта хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссарияти ишханисини өз ичигә ‍алған мустәқил тәкшүргүчиләрниң уйғур елида һәқиқий вә чәклимисиз тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши, б д т ирқий айримичилиқни йоқитиш комитетиниң шинҗаңға алақидар 8 хил тәклипини дәрһал әмәлийләштүрүши тәләп қилинған.

Хитай һөкүмити уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзиватқанлиқини инкар қилип кәлгән болсиму, әмма у һәрқандақ бир тәкшүрүш “дәлил топлашни мәқсәт қилмаслиқи керәк” дегән шәртни қоюп, мустәқил тәкшүргүчиләрниң уйғур елида шәртсиз тәкшүрүш елип беришини рәт қилип кәлгән иди. 43 Дөләтниң бу қетимлиқ баянатини франсийәниң б д т да турушлуқ баш әлчиси николас де ревери оқуған.

Баянатта мундақ дейилгән: “ишәнчлик доклатлар бир милйондин артуқ адәм халиғанчә тутқун қилинип қамалған ‛сиясий қайта тәрбийәләш‚ лагерлириниң мәвҗутлиқини көрсәтмәктә. Биз қийин-қистақ, рәһимсизлик, ғәйрий инсаний муамилә, хорлаш, җазалаш, мәҗбурий туғмас қилиш, җинсий зораванлиқ, балиларни мәҗбурий айриветишни өз ичигә алған кәң көләмлик вә сестимилиқ кишилик һоқуқ дәпсандичиликигә аит доклатларниң көпийиватқанлиқини көрдуқ.”

Баянатта йәнә диний-етиқад вә йөткилиш әркинлики, уюшуш вә пикир әркинлики, шундақла уйғур мәдәнийитиниң қаттиқ чәкләнгәнлики, уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни нишан қилған кәң көләмлик қара-қоюқ назарәт қилишниң давамлишиватқанлиқи тәкитләнгән. Шундақла б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң доклат елан қилиш қарарини қарши алидиғанлиқи, уни тезрақ елан қилишқа риғбәтләндүридиғанлиқи әскәртилип: “биз барлиқ дөләтләрни қайтурмаслиқ принсипиға әмәл қилишқа чақиримиз, шуниң билән бир вақитта йәнә хитайни хәлқара пуқралар вә сиясий һоқуқ әһдинамисини кечиктүрмәй мақуллашқа чақиримиз,” дейилгән.

Мәзкур баянатқа түркийәму имза қойған болуп, бу түркийәниң б д т да тунҗи қетим уйғурлар һәққидики бу хил баянатқа имза қоюшидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.