Бәш бурҗәклик бина хитайға тақабил туруш үчүн сүний әқил техникисиға зор мәбләғ салидикән
2023.09.07
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң пентагон (бәш бурҗәклик бина) дики баш иштаби хитай тәһдитигә тақабил туруш үчүн кәлгүси икки йил ичидә сүний әқил техникисиға зор мәбләғ салидикән.
“вал-ситрит журнили” гезитиниң бу һәқтики мәхсус хәвиридә мундақ дегән:
“бәш бурҗәклик бина кәлгүси икки йил ичидә хитай вә башқа дүшмән дөләтләрниң тәһдитигә тақабил туруш үчүн, сүний әқил техникиси, адәмсиз учқу (дрон) вә башқа аптоматик системиларни кәң көләмдә йолға қоймақчи.”
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң муавин министири катлин һикс (Kathleen Hicks) 6-сентәбир чаршәнбә күни ахбаратларға қилған сөзидә, бәш бурҗәклик бинаниң бу қурулушқа нәччә йүз милйон доллар мәбләғ салидиғанлиқини, униң нәччә миңлиған һава, қуруқлуқ вә деңизни асас қилған сүний әқил системиси ишләпчиқиришни асас қилидиғанлиқини илгири сүргән.
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сүний әқил системилирини тездин тәрәққий қилдуруш вә орунлаштуруши, нуқтилиқ һалда хитайниң бу саһәдики тәрәққияти пәйда қилидиған тәһдиткә тақабил турушни мәқсәт қилидикән. Муавин дөләт мудапиә министири һикс шу күнки сөзидә мундақ дегән: “биз уруш ичидә әмәс вә уруш қилишниму халимаймиз. Бирақ биз бу хизмәтләрниң уруш җиддийити ичидә тездин илгирилишини қолға кәлтүрүшимиз керәк. Чүнки хитай бизни сақлап турмайду” .
Мәлум болушичә, алдинқи һәптә америка дөләт мудапиә министирлиқи йәр шариниң бихәтәрликигә күнсери тәһдит шәкилләндүрүватқан хитай армийәсиниң тәсир даирисини чәкләшни мәқсәт қилған мәхсус түрни йолға қойған болуп, бу түргә “көпәйткүчи” дәп нам берилгән. Бәш бурҗәклик бина бу түргә зор мәбләғ селип, нәччә миңлиған сүний әқил түрлири арқилиқ қозғитилидиған системини ишқа кириштүридиғанлиқини билдүргән, әмма буниң тәпсилатини ашкарилимиған.