“5-июл қирғинчилиқи” ниң он йиллиқи һарписида хәлқара җамаәт һәққанийәткә һәмдәмлишишкә чақирилди

Мухбиримиз әзиз
2019.07.02

2009-Йилидики “5-июл қирғинчилиқи” ниң он йиллиқ хатириси һарписида вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати баянат елан қилип, хәлқара җамаәтни хитай һөкүмитигә давамлиқ бесим ишлитишкә, шу арқилиқ лагерларниң тақилишиға түрткә болушқа чақирди.

2-Июл күни елан қилинған бу баянатта хитай һөкүмитиниң 2009-йили 5-июл күни тинч шәкилдә намайишқа чиққан уйғур яшлириға оқ чиқарғанлиқи, буниң хәлқара кишилик һоқуқ низамлириға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш қилмиши икәнлики әскәртилиш билән биргә шу вәқәдин буян уйғурларға келиватқан паҗиәләрниң изчил еғирлап меңиватқанлиқи алаһидә тәкитләнди.

Баянатта хәлқара җәмийәтниң уйғурларни улар дуч келиватқан зулмәттин қутқузуш мәҗбурийити барлиқи тәкитлиниш билән биргә он йилдин буян сориқи болмай кәлгән зорлуқ қурбанлириниң адаләткә муйәссәр болуш һәққиниң барлиқи илгири сүрүлиду. Мәзкур тәшкилатниң мудири өмәр қанат бу һәқтә тохтилип: “хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни лагерға қамап, уларниң тили, мәдәнийити, диний етиқадини йоқ қилишқа урунуватиду. Мушундақ әһвалда хәлқараниң хитай билән давамлиқ сода ишлирида шерик болушиға әмди һечқандақ баһанә қалмиди” дәп көрситиду.

Баянатниң ахирида һәрқайси һөкүмәтләр “шәрқий түркистандики лагерларни шәртсиз тақаш”, “уйғурларни бастурушқа биваситә яки васитилик ярдәмләрдә болған хитай ширкәтлири вә чәтәл ширкәтлиригә җаза қоллиниш”, “уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтимасини тезләштүрүп бир яқлиқ қилиш” қатарлиқ саһәләр бойичә тегишлик мәҗбурийәтләрни үстигә елишқа чақириқ қилиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.