Дуня уйғур қурултийи “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 12 йиллиқини хатирилиди

Мухбиримиз җәвлан
2021.07.05

2009-Йил 7-айниң 5-күни хитай һөкүмити адаләт тәләп қилип чиққан уйғур намайишчилирини бастуруп, арқидин қанлиқ қирғинчилиқ йүргүзгән паҗиәлик күн болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниңму бурулуш нуқтиси һесаблиниду.

Өткән 12 йилда дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” дә зиянкәшликкә учриғучиларни хатириләш, өтмүштики қанлиқ тарихни әсләш, хитайниң җинайитини давамлиқ тартип чиқиш арқилиқ, адаләт вә һәққанийәт үчүн күрәш қилиш, хитайдин һесаб елиш ирадисини намайән қилип кәлгәниди.

Һәр йили “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни әйибләп баянат берип келиватқан дуня уйғур қурултийи бу қетимму ахбарат елан қилип, коммунист хитай һөкүмитиниң тарихий җинайәтлиридин бири болған бу вәқәни қаттиқ әйиблигән вә уйғурларниң бүгүнки күндиму ирқий қирғинчилиқниң қурбани болуватқанлиқини әскәрткән.

Бу баянатта “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң башлиниш сәвәби, намайиш вә намайиштин кейин йүз бәргән паҗиәләр тилға елиниш билән биргә, бу қорқунчлуқ вәқә йүз бәргәндин кейинму хитай һөкүмитиниң бу җинайитиниң хәлқарада тегишлик диққәткә елинмиғанлиқи, мустәқил тәкшүрүлмигәнлики, һәтта хитайға техиму кәң имканийәт берилип, бүгүнки ирқий қирғинчилиқниң йүз беришигә асас селинғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Мәзкур баянат тарихтин бери җинайәт өткүзүп хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш дағдуғиси давамлишиватқан күнләргә тоғра кәлгән болуп, коммунсит хитайниң җинайәтлирини дуняға билдүрүш, униң аталмиш мувәппәқийәтлириниң маһийәттә рәзиллиқ вә җинайәт үстигә қурулғанлиқини әскәртиштә муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.