Муһаҗирәттики уйғурлар “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни хатирилиди
2022.07.05
2009-Йилидики “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқ хатирисидә дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур муһаҗирлири охшимиған шәкилләрдики паалийәтләр арқилиқ бу матәм күнини яд әтти.
Америка пайтәхти вашингтонда уйғур җамаити тәшкиллигән наразилиқ намайишлири уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәпритини һәмдә хитай һөкүмитиниң қирғинчилиқида һаятидин айрилған шеһидләргә болған дуа-тиләклирини җанлиқ әкс әттүрүп бәрди. Вашингтондики хитай әлчиханиси вә ақсарай алдида өткүзүлгән намайишларда намайишчиларниң қоллирида ләпилдигән ай-юлтузлуқ көк байрақ һәмдә хитай һөкүмитигә қарши товланған шоарлар уйғурларниң хитай һөкүмранлиқини тән алмаслиқ ирадисини, шуниңдәк уйғурларниң хитайға болған қаршилиқиниң тохтап қалмайдиғанлиқини намайән қилди. Шуниң билән биргә америка җамаитини уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқлар һәққидә бәлгилик чүшәнчигә игә қилди.
Намайишчилар товлиған шоарлар арисида “уйғурларға азатлиқ!”, “шәрқий түркистанған мустәқиллиқ!”, “йоқалсун хитай фашистлири!” дегәндәк мәзмунлар алаһидә орун алди.
Түркийә, германийә, франсийә, шиветсийә, норвегийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғур җамаити тәшкиллигән һәр хил хатириләш паалийәтлири муһаҗирәттики уйғур яш-өсмүрлирини “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” һәққидә мәлуматлиқ қилиш билән биргә, уларниң вәтән вә хәлқ чүшәнчисигә йеңи мәзмунларни қошти. Болупму “шәрқий түркистан мустәқиллиқ марши”, “шәрқий түркистан байриқи” қатарлиқ символлуқ мәзмунлар бу паалийәтләрдә даимқидәк унтулмас темилардин болди.
Бу хилдики намайишлар һәққидә илгири радийомизниң зияритини қобул қилған мустәқил сиясий анализчи илшат һәсән: “бундақ паалийәтләр әмәлийәттә чәт әлләрдики уйғур давасиниң кәм болса болмайдиған мәзмунлиридин бири. Чүнки биз мушундақ намайишларни һәмдә муһаҗирәттики уйғурларниң қаршилиқ ирадисини тавлайдиған, шундақла уйғурларниң хитай һөкүмитиниң һөкүмранлиқини етирап қилмайдиған әнәнисини давам қилдуруш арқилиқ, өзимизниң уйғурлуқ бурчимизни әң төвән дәриҗидә болсиму ада қилалаймиз,” дегән иди.