5 - Июл қурбанлириниң тавабиатлири үрүмчигә кириштин чәкләнгән
2013.07.06
Мәлуматларға қариғанда, хитай даирилири “5 - июл вәқәси” ниң 3 йиллиқ хатирә күнидә уйғур елиниң башқа җайлиридин үрүмчигә келип мәзкур вәқәдә өлтүрүлгән қериндашлирини әслимәкчи болған уйғурларниң үрүмчигә кириши чәкләнгән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә мундақ деди: үрүмчидики етник тоқунушта һаятидин айрилған уйғурларниң уруқ - туғқанлири улар үчүн һаза тутуштин чәкләнди.
Униң билдүрүшичә, вәқәдә қаза қилған яки униңдин кейин тутуп кетилип из - дерики болмиған уйғурларниң аиләтавабиатлири нәзәрбәнд астиға елинған.
Униң билдүрүшичә йәнә, қәшқәрниң мәкит наһийисидә диний етиқади күчлүк кишиләрниң янфон вә компютерлири елип кетилгән.
Хитай даирилири үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқи йетип келиштин бир нәччә күн илгирила үрүмчидә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән вә кәң көләмлик қаршилиқ һәрикитини бесиқтурушни мәқсәт қилинған һәрбий маневир башлиған иди.
Мәлум болушичә, нөвәттә үрүмчи кочилирида чарлаш сақчилири көпәйтилгән.