Нурғун дөләтләрдә 5-июл ““үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 11 йиллиқи хатириләнди

Мухбиримиз әркин
2020.07.06

Бу йил 5-июл “үрүмчи қирғинчилиқи” ниң хатирә күни корона вируси юқумиға тоғра кәлгән болсиму, лекин чәтәлдики уйғурлар дуняни зил-зилиға салған бу қирғинчилиқниң 11 йиллиқини һәр хил шәкилләрдә хатирилиди. 4-Вә 5-июл күнлири америка, канада, түркийә, австралийә, германийә, голландийә, шветсарийә қатарлиқ дөләтләрдә намайиш қилиш, торда муһакимә йиғини ечиш қатарлиқ паалийәтләр өткүзүлди. 4-Июл күни американиң вашингтон шәһиридә “уйғур һәрикити тәшкилати” билән “шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити” айрим айрим паалийәт өткүзүп, хитай һөкүмитиниң “5-июл қирғинчилиқи” дики ролини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған.

Канаданиң торонто, монтерял, калгари, германийәниң мюнхен, түркийәниң истанбул шәһәрлиридики уйғурлар йиғилиш өткүзүп, 5-июл қурбанлирини яд әткән вә хитай даирилириниң уйғурларни қораллиқ бастурғанлиқини әйибләп, вәқәниң һәқиқитини, ғайибларниң ақивитини ашкарилашни, хитай һөкүмитини җавабкарлиққа тартишни тәләп қилған. Австралийәдики дармен фонди җәмийити болса тор муһакимә йиғини өткүзүп, “5-июл қирғинчилиқи” ниң арқа көрүнүши, хитайниң сиясити вә униң уйғурларға болған тәсири қатарлиқ темиларни музакирә қилған шундақла шаһитлар гуваһлиқ бәргән.

5-Июл күни шветсарийәниң зүрех шәһиридики тибәтләр хитайниң зүрехтики консулханиси алдида намайиш қилип, “5-юл қирғинчилиқи” ни әйиблигән. Лекин хитай консулханисиниң шикайити билән сақчилар намайишчиларни хитай консулханиси алдида турушини чәклигән. Хитай һөкүмити 2009-йили 7-айниң 5-күни үрүмчидә тинч намайиш қилип, “шавгүән вәқәси” гә наразилиқ билдүргән уйғурларни қораллиқ бастурған. Буниң билән намайиш уйғурлар билән хитайлар арисидики миллий тоқунушқа айланған. Хитай һөкүмити вәқәдә өлгәнләрниң көп қисминиң хитайлар икәнликини илгири сүрсиму, лекин уйғур тәшкилатлири миңлиған уйғурниң өлтүрүлгәнлики, миңлиған уйғурниң из-дерәксиз ғайиб болғанлиқини билдүрүп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.