Һаятиниң 50 йилни йәр тәврәш тәтқиқатиға беғишлиған алим

Мухбиримиз үмидвар
2016.07.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йеқинда, қазақистан җумһурийити билим вә пән министирлики йәр тәврәш тәтқиқат институтиниң һидрогеодинамика лабораторийиси башлиғи, уйғур хәлқи арисидин тунҗи қетим йетишип чиққан йәр тәврәш тәтқиқати саһәсидики пән доктори, қазақистанниң йәр тәврәш тәтқиқатидики йетәкчи алимларниң бир дәп баһаланған абдуләзиз абдуллаев әпәндиниң 80 яшлиқ тәвәллуди хатириләнгән.

Гәрчә, уйғурлар арисидин 20 - 21 - әсирдә илим - пәнниң һәр қайси саһәлири бойичә көплигән пән докторлири йетишип чиқип, улар асаслиқи сабиқ совәт иттипақи җумһурийәтлири, уйғур дияри, түркийә, хитай вә ғәрб әллиригә тарқалған болсиму, әнә шуларниң қатарида техи йәр тәврәш тәтқиқати саһәсидә докторлуқ унвани елип профессорлуқ дәриҗисигә еришкәнләр йоқ дейәрлик икән. Қазақистанда чиқидиған уйғур авази гезитиниң йезишичә, абдуләзиз абдуллайев әпәнди 1936 - йили қәшқәрдә туғулған вә 1953 - 1958 - юллири москвадики калинин намидики рәңлик метал вә алтун иниститутиниң геологийилик тәкшүрүш факултетида оқуп пүттүргән.

Абдуләзиз абдуллайев оқуш пүттүргәндин кейин вәтинигә қайтмай совет иттипақида қелип узун йиллар қирғизистан вә қазақистанниң йәр тәврәш тәтқиқати саһәсидә ишлигән.

1987 - Йили, совет иттипақи пәнләр академийиси о.Ю шмидт намидики йәр физикиси баш институтиниң докторантурисиға оқушқа әвәтилгән һәм кейинрәк мәзкур саһәдә докторлуқ унвани алиду.

Абдуләзиз абдуллайев қазақистанниң сейсмологийә , йәни , йәр тәврәш саһәсигә йетәкчилик қилип, русийә, оттура асия дөләтлири, хитай вә башқа әлләр билән илми алақиләрдә болған һәм униң тәтқиқат әсәрлири вә төһпилири үчүн қазақистан һөкүмитиниң тәдиқрнамиси вә уйғурларниң “илһам мукапати”ға сазавәр болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.