Абдуқадир япчанниң мәсилиси түркийә парламентида күн тәртипкә кәлди

Мухбиримиз ирадә
2016.11.24

Түркийә сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип қамап қоюлған, уйғурлар арисида тонушлуқ җамаәт әрбаби абдуқадир япчанниң хитайға қайтурулидиғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалғандин кейин, бу мәсилә түркийә парламентидиму күн тәртипкә кәлди.

Түркийә парламентиниң җумһурийәтчи һәрикәт партийисидин болған парламент әзаси гүрсәл текин абдуқадир япчан һәққидә рәсмий соал мәктупи тәйярлап, уни муавин баш министир туғрул түркәшкә йоллиған вә униңдин бу мәктупқа җаваб беришни тәләп қилған.

Түркийәдики “йеңи чағ” гезитиниң хәвиридин қариғанда, парламент әзаси гүрсәл текин мәктупида мундақ дегән: “шәрқий түркистанлиқларниң һөрмитигә еришкән абдуқадир япчанниң тутқун қилинишиниң дәл түркийәдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға охшаш асассиз бир тәшкилатқа кириш һәққидә гәп-сөзләр болунуватқан мәзгилгә тоғра келиши җамаәт арисида ақ партийә һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға яхшичақ болуш үчүн қериндишимизни бир төһмәт биләнла хитайға қайтурмақчи болуватиду, дәйдиған гәп-сөзләрни кәлтүрүп чиқарди. япчанниң хитайға қайтурулмақчи болушидики сәвәбләр немә? һөкүмитиңиз шәрқий түркистанда зулум вә қәтлиямға учраватқан қериндашлиримизни қоллаштин ваз кәчтиму? хитай һөкүмитидин силәргә япчанни қайтуруп бериш һәққидә бир ениқ тәләп кәлгәнму?”

Гүрсәл текин мәктупида йәнә, уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн дуняниң һәммә йеридә дава қиливатқан рабийә қадир ханимниң болса түркийәгә киргүзүлмәйватқанлиқиниму тилға алған вә шундақла япчан хитайға қайтуруп берилгән тәқдирдә униң қейин-қистаққа вә һаятий хәвпкә учраш еһтималлиқи барлиқини әскәрткән.

Алдинқи күни түркийәдики йеңи шәпәқ гезити абдуқадир япчан хитайға қайтурулиду, дегән темида бир хәвәр елан қилған болсиму, әмма хәвәрдә буниңға бир ениқ мәнбә көрситилмигән. Шундақтиму бу хәвәр түркийәдә вә шундақла дуняниң һәрқайси җайлирида яшайдиған уйғурларни әндишигә салди.

Бу һәқтики муһакимиләрни программилиримизниң давамида аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.