Афғанистанда хитайлар қайнайдиған бир меһманхана қораллиқ һуҗумға учриди

Мухбиримиз әркин
2022.12.12

Афғанистан пайтәхти кабулдики хитай тиҗарәтчиләр қайнайдиған бир меһманхана 12-декабир қораллиқ һуҗумға учриған. Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, дохтурхана даирилири қораллиқ һуҗумда ярилинип дохтурханиға елип келингән 21 кишидин үчиниң өлгәнликини ейтқан. Кабулда бир италийә аммиви тәшкилатиниң башқурушидики бу дохтурханиниң твиттерда елан қилған учурида, “21 нәпәр яридарни күтүвалғанидуқ, яридарлардин 3 нәпири кәлгәндә өлүп болған” дәп көрситилгән. Бирләшмә агентлиқниң хәвиридә, меһманхана намәлум қораллиқларниң һуҗумиға учриғанлиқи, һуҗумға учриған меһанханиниң хитай тиҗарәтчиләр қайнайдиған орун икәнликини билдүрүлгән.

Талибан һөкүмитиниң баянатчиси зәбиһулла муҗаһит, икки чәтәл пуқрасиниң деризидин сәкрәп қачқанда яриланғанлиқини ейтқан. Һалбуки, талибанларниң кабул сақчи башлиқиниң баянатчиси халид задран, һуҗумниң бирқанчә саәт давамлашқанлиқи, нөвәттә тазилаш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини билдүргән. Қораллиқ һуҗумниң ким тәрипидин елип берилғанлиқи вә бу меһанханини һуҗум нишани қилип таллишидики мәқсити һазирға қәдәр ениқ болмисиму, лекин кабул сақчи идарисиниң баянатчиси һуҗумниң “начар елементлар” тәрипидин елип берилғанлиқини ейтқан. Униң ватсап иҗтимаий таратқу суписи арқилиқ елан қилған учурида көрситишичә, нөвәттә “аманлиқ күчлири нәқ мәйданда йетип кәлгән болуп, һуҗумчиларни тазилимақтикән”.

Талибанлар бу йил язда кабулға бесип кирип, һакимийәтни тартивалғандин кейин, хитай талибанларни афғанистанниң қанунлуқ һөкүмити, дәп рәсмий етирап қилмиған болсиму, лекин униң толуқ дипломатик мунасивәтни давамлаштуруп кәлгән аз сандики дөләтләрниң бири болған. Бу җәрянда талибанлар хитайға һәрқандақ бир күчниң афғанистанни база қилип, башқа дөләтлиригә қарши паалийәт қилишиға йол қоймайдиғанлиқиға вәдә бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.