Алтайда миңдин артуқ саяһәтчи қарға қапсилип қалди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.01.17

Уйғур қирғинчилиқи һәққидики тәнқид вә бесимларға тақабил туруш үчүн хитай һөкүмити өткән йиллардин буян әвҗигә чиқириватқан хизмәтләрниң бири “шинҗаң тәшвиқати” һәққидики паалийәтләр һесаблиниду.

Буниң ядролуқ мәзмунлиридин бири болған саяһәтчилик өз нөвитидә уйғур дияриниң “гүзәллики” вә “бихәтәрлики” һәққидики көплигән тәшвиқатларни оттуриға чиқарған һәмдә муәййән сандики саяһәтчиләрни өзигә җәлп қилған иди. Әнә шу хилдики саяһәтчиләрдин миңдин артуқ кишиниң алтай вадисидики қишлиқ саяһәт нуқтисида йеқинда көрүлгән қар көчүштә қапсилип қалғанлиқи һәрқайси ахбарат васитилиридин кәң йәр алди.

Ройтерс агентлиқиниң 16-январдики хәвиридә ейтилишичә, қанас саяһәт райониниң қишлиқ қар мәнзирисини тамаша қилишқа кәлгән миңдин артуқ саяһәтчи он күндин буян зор көләмлик қар көчүш сәвәбидин ташқи дуня билән болған алақиси үзүлүп қелиш һалитигә чүшүп қалған.

Хитай һөкүмити тәшкиллигән қутқузуш гуруппилири өткән һәптидин буян 50 километирдин артуқ мусапидә нәччә метирлиқ қардин йол ечиватқан болсиму, нәтиҗә күткәндәк болмиған. Бәзи җайлардики қар дөвисиниң егизлики йәттә метирдин ашидиған болғачқа қардин йол ечиш машиниси өзидин ‍егиз болған қарларни йөткәшкә илаҗ қилалмиған.

Қутқузуш хизмитигә мәсул болуватқан хитайлардин җав җиншең бу һәқтә мухбирларға сөз қилип “алтайда қар көчүш даимлиқ һадисә. Әмма бундақ зор көләмдики қар көчүшни биз һазирғичә көрүп бақмиған” дегән.

Бирләшмә агентлиқниң хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити алдинқи һәптә бир қисим саяһәтчиләрни тик учар арқилиқ қутқузуп чиққанлиқини җакарлиған. Әмма нөвәттә қанас районида қапсилип қалған саяһәтчиләрниң сани миңдин ашидиғанлиқи, буларниң һәммисини тик учар билән йөткәп кетиш имканийитиниң йоқлуқи мәлум болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.