Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши амазон ширкитини дахуадин камера сетивалғанлиқи үчүн әйиблиди
2020.04.30
Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 29-апрел күни баянат елан қилип, амазон ширкитиниң уйғур елидики назарәт-тәқиб системисиға биваситә четишлиқ болған дахуа ширкитидин 10 милйон доллар қиммитидики үскүниләрни сетивалғанлиқиға наразилиқ билдүрди.
29-Апрел күни ройтерс агентлиқи амазон ширкитиниң таҗсиман вируси юқуми мәзгилидә хизмәтчи хадимларниң бәдән температурисини көзитиш үчүн дахуа ширкитидин бәдән температурисини сезиш иқтидариға игә көзитиш камералирини сетивалғанлиқини ашкарилиған иди.
Җеҗяң өлкисидики дахуа техника ширкити хитай һөкүмитини син көзитиш мәһсулатлири вә мулазимити билән тәминләйдиған икки чоң ширкәтниң бири. У 2016-йилдин башлап уйғур районидики юқири техникалиқ назарәт түрлиридин 1 милярд доллар пул тапқан.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ейтишичә, дахуа ширкитиниң мәһсулатлири уйғурлар, қазақлар вә башқа диний вә етник гуруппиларни назарәт қилиш вә бастурушқа ишлитилгән, буниң ичидә 2 милйон әтрапида киши қамалған лагерларму баркән.
Америка дөләт мәҗлиси 2018-йили 8-айда қарар мақуллап, уйғур елидики бастуруш сиясәтлиригә янтаяқ болған дахуа вә хәйкаң техника ширкити мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигән иди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң иҗраийә директори өмәр қанат әпәнди баянаттики сөзидә “амазон ширкитиниң инсанийәткә қарши туруш җинайитигә четишлиқ бир ширкәт билән һәмкарлишишни мувапиқ дәп қариши әқилгә сиғмайду,” дегән.
Мәлум болушичә, амазон ширкити бир хусусий ширкәт болғанлиқтин униң дахуадин мал сетивелиши америка дөләт мәҗлиси тәрипидин чиқирилған юқиридики қарарға хилап әмәскән. Бирақ көзәткүчиләр амазонниң бу һәрикитиниң әхлақий җәһәттин тәнқидлиниши керәк, дәп қаримақта.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин қариғанда, амазон ширкити бу һәқтики инкасида камераларни ишчи-хизмәтчилириниң юқум мәзгилидики саламәтликигә капаләтлик қилиштин ибарәт яхши бир мәқсәт үчүн хизмәт қилидиғанлиқини билдүргән.
Бирақ өмәр қанат әпәнди сөзидә “юқум кризиси кишилик һоқуқ мәсилисини нәзәрдин сақит қилидиған баһанә болмаслиқи, әксичә бу мәзгилдә кишилик һоқуқ йәниму бәк тәкитлиниши керәк,” деди.
Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 29-апрелдики бир сөзидә хитайниң хуавей ширкитини өз ичигә алған ишәнчсиз ширкәтләрниң техникалириниң америка базириға киришиниң қәтий йосунда чәклинидиғанлиқини тәкитлигән иди.