Америка дөләт мудапиә министири шәрқий җәнубий асияда муһим зиярәтләрдә болди

Мухбиримиз әзиз
2021.07.27

Америка-хитай мунасивитидики йирикликниң техиму чоңқурлайдиғанлиқи америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири венди шерман ханимниң 25-июлдики хитай зияритидә йәнә бир қетим намаян болди. Дәл шу вақитларда америка дөләт мудапиә министири лойд астин әпәнди шәрқий җәнубий асия әллиридә рәсмий хизмәт зияритини башлиди.

Ройтерс агентлиқиниң 27-июлдики хәвиридә ейтилишичә, генерал лойд астин һазирғичә байдин һөкүмитиниң шәрқий җәнубий асияға әвәткән тунҗи кабинет әзаси икән. У бу қетимқи сәпәрдә америка һөкүмитиниң хитайға тақабил туруш истиратегийәси үчүн бәкму муһим болған бир қисим дөләтләр билән, җүмлидин вийетнам, сингапор вә филиппин қатарлиқлар билән мунасивәтлик һәмкарлиқ ишлирини муһакимә қилидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, байдин һөкүмити һакимийәт бешиға чиққандин буян шәрқий җәнубий асия әллири америка һөкүмити тәкитләп келиватқан һинди-тинч окян райониға даир иқтисадий, сода вә һәрбий һәмкарлиқниң әмәлгә ешишини күтүватқан икән. Муавин ташқи ишлар министири венди шерман ханимниң хитай сәпириниң нәтиҗисиз ахирлишишиға үлгүрүп оттуриға чиққан бу зиярәт һәр саһәниң диққитини тартқан. Генерал астин бу һәқтә сөз қилип “бу қетим биз һәмкарлиқ вә шериклик мәсилисидә көплигән сөһбәтләрдә болмақчимиз. Бизниң мәқситимиз өзара алақини күчәйтиш” дегән.

Хитай һөкүмитиниң җәнубий хитай деңизи тәвәсидики зомигәрлики вә тәһдитлик һәрикәтлири шәрқий җәнубий асия әллирини изчил әндишигә селиватқанда америка дөләт мудапиә министириниң бу җайға зиярәткә келиши һәмдә бу дөләтләр билән қоюқ һәмкарлиқ мунасивити орнатмақчи болғанлиқи бу райондики һәммила дөләтни хушал қилған.

Мәлум болушичә, худди шу вақитниң өзидә америка ташқи ишлар министири антони билинкин һиндистанға хизмәт зияритигә кәлгән. Һиндистан болса америка һөкүмитиниң хитайға тақабил туруштики йәнә бир зор иттипақдиши, дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.