Америка б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға қайта сайланди
2021.10.15
Америка 14-өктәбир күни 47 дөләттин тәшкил тапқан б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға қайта сайланған. Бу американиң 2018-йили сабиқ президент трамп дәвридә б д т кишилик һоқуқ кеңишидин чекинип чиққан 3 йилдин кейин тунҗи қетим мәзкур хәлқара органға қайтишидур. Мәлум болушичә, 14-күни б д т омуми йиғинидики аваз бериштә америка 193 дөләт вә райондин 168 ниң қоллишиға еришип, кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға қайта сайланған.
Президент байден шу мунасивәт билән пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, аяллар-қизлар, һәмҗинислиқлар, етник вә диний аз санлиқларни өз ичигә алған барлиқ һәқ һоқуқларни қоғдайдиғанлиқини билдүрүп: “биз кишилик һоқуқни дәпсәндә қилған һөкүмәтләрни җавабкарлиққа тартишни илгири сүримиз. Биз әркинлик билән залимлиқ оттурисидики күрәшиниң алдинқи сепидә турған паалийәтчиләр, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири вә тинч намайишчиларға һәмдәмдә болимиз вә уларни бошашмай қоллашни давамлаштуримиз” дегән.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидин орун елиши, вашингтон билән бейҗиңниң һакимийәт йүргүзүш, қиммәт қариши, ирқий қирғинчилиқ вә дуня тәртипигә даир мәсилиләрдики ихтилапи техиму кәскинлишидиғанлиқидин дерәк беридикән. Америка б д т да хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини изчил тәнқид қилип кәлгән. Американиң б д т дики баш әлчиси гренфелт өткән һәптә хитайниң уйғур елидики “ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайити” гә сүкүт қилмайдиғанлиқини ейтқан.