Америка дөләт мәҗлис әзалири америка гезитханилириға хәт йезип, хитайдин пул алмаслиқни тәләп қилған
2024.03.06
Марко рубийо (Marco Rubio) ниң рәсмий тор һесабидики хәвәргә асасланғанда, 2024-йили 3-айниң 4күни америка дөләт мәҗлис әзалиридин марко рубийо вә чак грасслей (Chuck Grassley) қатарлиқлар “хитай күндилик гезити” ниң пулини қобул қиливатқан тоққуз америка гезитиниң баш иҗраийә әмәлдариға хәт йезип, улардин “хитай күндилик гезити” ниң пулини елишни тохтитишни тәләп қилған.
Бу хәттә улар мундақ дәп язған: “ ‛хитай күндилик гезити‚ , хитай компартийәсиниң тәшвиқат орунлири болуп, инглизчә сөзлигүчиләргә хитаб қилиду. Хитай күндилик гезити америка ахбарат васитилири билән һәмкарлишип, компартийәниң ялғанчилиқини актиплиқ билән тарқитиватиду. Һечқандақ америка ахбарат васитилири хитай компартийәсиниң тәшвиқат васитиси болмаслиқи керәк”.
Хәвәргә көрә, марко рубийо вә чак грасслей сеатил хәт язған бу 9 америка гезити “сиятел вақит гезити” (The Seattle Times) “һюстон гезити” (the Houston Chronicle) , “бостон йәр шари гезити” (The Boston Globe), “лос анжелес вақит гезити” (the Los Angeles Times), “америка күндилик гезити” (USA Today), “пул-муамилә вақит гезити” (the Financial Times), “қуяш гезити” (the Sun Sentinel) вә “чикаго гезити” (Chicago Tribune) қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
Дөләт мәҗлиси әзалири бу хәттә йәнә, “хитай күндилик гезити” ниң уйғур ирқи қирғинчилиқни ақлиғанлиқини алаһидә тилға алған. Шуниң билән бир вақитта, америкида турушлуқ һәр қандақ ширкәт, җүмлидин ахбарат орунлириниң хитай компартийәсиниң қәбиһ қилмишлирини қанунлаштуруш яки һакимийәтниң очуқ-ашкара ялғанчилиқини тәшвиқ қилишқа шерик болмаслиқи, хитайниң “хитай күндилик гезити” вә башқа мәтбуатлири билән болған алақисини дәрһал ахирлаштуруши керәкликини тәләп қилған.