Америка вә һиндонезийә қисимлири башқа сәккиз дөләттин кәлгән әскәрләр билән хитайға қарши маневир башлиған
2024.08.30
Һиндонезийә вә америка қисимлири башқа сәккиз дөләттин кәлгән әскәрләр билән биллә җава арилида һәр йили өткүзүлидиған дәриҗидин ташқири гаруда қалқини һәрбий маневириға қатнашқан. Америка бу маневир арқилиқ хитайниң бу райондики тәсирини чәкләп вә һиндонезийә билән иттипақдашлиқини күчәйтмәкчи болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Америка һинди-тинч окян қоманданлиқ оргининиң хәвиригә қариғанда, бу маневирға 10 дөләттин кәлгән 5500 әскәр қатнашқан, асия-тинч окян районидики башқа 12 дөләт маневирға көзәткүчи әвәткән. 2006-Йилдин башлап өткүзүлүватқан дәриҗидин ташқири гаруда қалқини һәрбий маневири қуруқлуқ вә һава оператсийәси, издәш вә қутқузуш, инженерлиқ вә йүк йәткүзүштики мәшиқләрни өз ичигә алиду. Маневирға америка, һиндонезийә, австралийә, канада, фирансийә, японийә, сингапор, корейә, әнглийә вә йеңи зеландийәдин кәлгән әскәрләр қатнашқан..
Хитайниң пүткүл райондики тәсиригә тақабил туруш үчүн, америка билән һиндонезийә 2023-йили ноябирда йеңи мудапиә һәмкарлиқ келишими имзалиғаниди. Америка дөләт мудапиә министирлиқи мундақ дегән: “дәриҗидин ташқири гаруда қалқини ‛америка-һиндонезийә асаслиқ мудапиә шериклик мунасивитини мустәһкәмләш вә әркин һинди-тинч окянни қоллаш‚ қа ярдәм бериду”.”
Һиндонезийә дөләтлик қораллиқ қисимларни тәрбийәләш, мәшиқ қилдуруш қоманданлиқ оргининиң муавин қомандани, һава армийәси маршали видярго икопутра мундақ дегән: “2024-йили дәриҗидин ташқири гаруда қалқини һәрбий саһәдә өзара ишәнч орнитиш вә өзара ишиниш, икки тәрәплик һәрбий мунасивәт вә көп тәрәплик мунасивәтни күчәйтишниң васитиси”.