Американиң йеңи “дөләт мудапийә иҗазәт қануни” да бир қисим хитай муәссәлиригә чәклимә қоюлди

Мухбиримиз ирадә
2019.12.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка һөкүмити йеқинда дөләт мудапийә әслиһәлирини сетивелишқа мунасивәтлик болған “дөләт мудапийә иҗазәт қануни” ни мақуллиған иди. Бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, бу нөвәт мақулланған йеңи қанунда хитайға мунасивәтлик бир қанчә муһим маддилар бар болуп, улар дөләт малийәсини ишлитип, хитайдин аптобос вә вагон қатарлиқларни сетивелишни чәкләш һәм шундақла хуавей шеркитигә қоюлған җаза тәдбирини бикар қилмаслиқни тәшәббус қилидиған бир қатар маддиларни өз ичигә алидикән. Мәлум болушичә, “дөләт мудапийә иҗазәт қануни” да юқириқи бу мәһсулатларниң америка дөләт мудапийәси үчүн хәвп пәйда қилидиғанлиқи қәйт қилинған.

Юқириқи бу чәклимиләрниң елан қилиниши дәл хитай билән америка икки йиллиқ сода урушидин кейин тунҗи қетим вақитлиқ келишим һасил қилған мәзгилгә тоғра кәлгән.

Хитай тәрәп буниңға дәрһал наразилиқини ипадә қилған. Хитай сода министирлиқиниң баянатчиси гав фең 26- декабир күнидики баянатида “биз американиң йеңи ‛дөләт мудапийә иҗазәт қануни‚ да хитайниң бир қисим муәссәсәлиригә қарши бир тәрәплимә қараш барлиқини байқидуқ. Биз буниңға қәтий қарши туримиз вә буниңға қарши тәдбирләрни алимиз” дегән.

Юқириқи қанунда хитайниң дөләт игидарчилиқидики пойиз ясаш шеркити “CRRC” билән “BYD MOTORS” намлиқ токлуқ аптобос ясайдиған шеркитиниң мәһсулатлирини киргүзүшни чәкләштин башқа йәнә америка һөкүмитини тәйвән билән болған алақисини күчәйтишни вә хоңкоңдики демократик намайишларни қоллашни тәшәббус қилидиған маддиларму бар икән. Хитай тәрәп болса буни “хитайниң ичкий ишлириға арилашқанлиқ,” дәп тәнқидлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.