Америка вә униң иттипақдашлири хитай билән ихтилаптики җәнубий деңизда һәрбий маневир өткүзди
2024.08.07
Америка вә униң канада, австралийә, филиппин қатарлиқ иттипақдашлири 7-авғуст чаршәнбә күни, игилик һоқуқи хитай билән талаш-тартиштики җәнубий деңизда икки күнлүк һава һәм деңиз армийә бирләшмә маневири өткүзгән. Бирләшмә агентлиқниң билдүрүшичә, иттипақдаш дөләтләр мәзкур бирләшмә маневирниң хитайниң игилик һоқуқ тәлипи күнсери җиддийлишиватқан бу районда, хәлқара қанунниң үстүнлүкини намаян қилишни мәқсәт қилғанлиқини ейтқан. Мәзкур бирләшмә һәрбий маневирға қарита хитайниңму охшаш бир вақитта хитай тәрәп “хуаңйән арили” дәп атаватқан скарборо тақим арили әтрапида һава вә деңиз һәрбий мәшқи елип барғанлиқи қәйт қилинмақта. Скарборо арили хитайниң хәйнән өлкисигә 900 километир, филиппинға 240 километир келидиған болуп, бу район хитай билән филиппинниң һәр иккиси игилик һоқуқ тәләп қиливатқан қизиқ нуқтиларниң биридур.
Хәлқара сот мәһкимиси 2016-йили кесим чиқирип, хитайниң җәнубий деңиздики игилик һоқуқ тәлипиниң һечқандақ “қануни асаси йоқлуқи” ни елан қилған. Лекин хитай хәлқара сотниң қарарини қобул қилишни рәт қилғаниди. Бирләшмә агентлиқниң билдүрүшичә, америка һинди-тинч окян қоманданлиқ иштабиниң башлиқи, адмирал самуел папаро, шундақла канада, австралийә вә филиппинниң юқири дәриҗилик һәрбий, мудапиә әмәлдарлири елан қилған ортақ баянатида бу дөләтләрниң маневир арқилиқ “деңиздики ортақ хирисқа тәң тақабил туруш вә хәлқара қанун һәм қанун асасидики тәртипни қоғдаш ортақ нийитини намаян қилғанлиқи” ни ейтқан. Һалбуки, хитай азадлиқ армийәсиниң җәнубий уруш райони қоманданлиқ иштаби бу һәқтики баянатида, бу қетимлиқ һава вә деңиз армийә мәшқиниң разведка қилиш, сигнал бериш, тез һәрикәт қилиш, бирләшмә зәрбә бериш иқтидарини өстүрүшни нишан қилғанлиқи, әмма “җәнубий деңизни қалаймиқан қилидиған, қизиқ нуқта пәйда қилидиған, районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға бузғунчилиқ қилидиған барлиқ һәрбий паалийәтләрниң контроллуқ астида” икәнликини билдүргән. Лекин иттипақдаш дөләтләр һәрбий қоманданлириниң тәкитлишичә, бу бирләшмә маневир “хәлқара қанунларға уйғун шәкилдә, деңиз қатниши бихәтәрлики вә башқа дөләтләрниң һоқуқ-мәнпәәти көздә тутулған асаста елип берилмақта” икән.