Америка ташқи ишлар министирлиқи камилә ваһитни қоюп беришкә тәкрар чақирди
2023.09.05
Америка ташқи ишлар министирлиқи 9-айниң 3-күни тивиттер (X) да учур йоллап, өткән йил 12-айда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинған камилә ваһитни қоюп беришкә чақирған.
Дуняви тәсиргә игә иҗтимаий алақә тори тивиттерда елан қилинған бу чақириқта мундақ дейилгән: “бүгүн камилә ваһитниң 20 яшқа киргән туғулған күни. Бу қутлуқ күнни у түрмидә әмәс, бәлки өз аилиси вә университеттики достлири билән өткүзүши керәк иди. Биз хитай коммунист партийәсини камиләниң инсанлиқ һоқуқи вә әркинликигә һөрмәт қилишқа, наһәқ қамалған кишиләрни дәрһал вә шәртсиз қоюп беришкә чақиримиз” .
Америка ташқи ишлар министирлиқи камилә ваһитниң тутқун қилиш мәсилисигә изчил көңүл бөлүватқан болуп, бу йил 4-айниң 20-күни роза һейт мунасивити билән тивиттерда мәхсус язма елан қилип, хитай даирилиридин камилә ваһитни шәртсиз қоюп беришкә чақирғаниди.
Радийомиз мухбириниң ениқлишичә, камилә ваһит хенәндики шаңчю санаәт институтиниң оқуғучиси болуп, 2022-йили12-декабир қолға елинған вә ‛ашқунлуқни тәрғиб қилиш‚ җинайити билән 3 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди. Камилә ваһит хитайниң иҗтимаий алақә суписи болған үндидарда хитайдики намайиш тоғрисидики син көрүнүшини һәмбәһирлигәнлики үчүн тутулған болуп, һазир қәшқәрдики муш аяллар түрмисидә қамақлиқ икән.
Өткән йил 11-айда үрүмчидә йүз бәргән от апити паҗиәсидин кейин, үрүмчи вә хитайниң 10 нәччә шәһиридә “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамал сияситигә қарши намайиш елип берилған болуп, бу намайишқа қатнашқан хитай яшлириниң тутулуп сорақ қилинғанлиқи мәлум болғаниди. Әмма хитай даирилири камилә ваһитни “намайиш һәққидә видийо тарқатти” дегән әрзимәс баһанә билән еғир җазалиған.
Бу йил 8-айниң 25-күни, хәлқара кәчүрүм тәшкилати камилә ваһит һәққидә мәхсус баянат елан қилип, хитай даирилиридин уни қоюп беришни тәләп қилғаниди.
Улар баянатида, уйғурлар вә башқа түркий хәлқләрниң җәмийәттә болуватқан ишларға пикир баян қилиш һоқуқиниң йоқлуқини, әгәр ипадиләп қалса хитай һөкүмити тәрипидин наһәқ вә еғир усулда җазалинидиғанлиқини қаттиқ әйиблигәниди.