“америка мода саһәси бирләшмиси” уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатларға алаһидә диққәт қиливатқанлиқини билдүргән
2024.01.15
“америка мода саһәси бирләшмиси” (USFIA) ниң пирезиденти җулия хугис ханим йеқинда өзлириниң тор бетидә елан қилған обзорида мода кийим-кечәкләр саһәсиниң уйғур дияридики мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ болған мәһсулатларға алаһидә диққәт қилишқа башлиғанлиқини, бу саһәдики тиришчанлиқини бикарға кәтмигән, дейишкә болидиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
15-январ елан қилинған обзорда ейтилишичә, америка һөкүмити мақуллиған вә рәсмий қанунға айланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” америка сода саһәси, болупму мода кийим-кечәкләр саһәсиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә шерик болуп қалмаслиқини қануний асаслар билән тәмин әткән. У бу һәқтә тохтилип, һәрқайси даңлиқ марка саһиблири вә топ тарқитиш ширкәтлириниң өз тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк амиллирини әң төвән чәккә чүшүрүшкә тиришиватқанлиқини әскәрткән. У буниңдики һәрқайси тәрәпләрни тилға елип, “биз давамлиқ һалда америка дөләт мәҗлиси, ана вәтән хәвпсизлик министирлиқи, әмгәк министирлиқи қатарлиқлар билән зич һәмкарлишип, мода кийим-кечәкләр саһәсиниң мәҗбурий әмгәккә бағлинип қалмаслиқини әң зор дәриҗидә капаләткә игә қилимиз” дегән.
Обзорда ейтилишичә, 11-январ күни америка авам палатасида өткүзүлгән гуваһлиқ йиғинида “мупәттишлик вә җавабкарлиқ” бөлүминиң директори дан бишоп (Dan Bishop) бу һәқтә мәхсус сөз қилған. У сөзидә хитайда ишлиниватқан тоқумичилиқ мәһсулатлириниң мутләқ көп қисмиға уйғур дияридин чиқидиған пахта ишлитилидиғанлиқини, шуңа бу җайдики пахтиға четишлиқ һәрқандақ мәһсулатни бирдәк мәҗбурий әмгәк билән алақидар, дәп қараш лазимлиқини оттуриға қойған. Шуниңдәк америка таможна вә чегра қоғдаш идариси мусадирә қиливатқан тоқумичилиқ мәһсулатлириниң әмәлийәттә уйғур мәҗбурий әмгикигә бағлинишлиқ мәһсулатларниң пәқәт “кичиккинә бир қисми” икәнликини алаһидә әскәрткән. Бу қетимқи гуваһлиқ йиғинида оттуриға қоюлған тәвсийәләр қатаридики “чәкләш даирисини башқа 27 дөләткә кеңәйтиш”, “хилаплиқ қилғучиларға берилидиған җаза вә тәкшүрүшни күчәйтиш” қатарлиқ тәдбирләр бу җәһәттики актип бир қәдәм, дәп қаралмақта.