Америка авам палатаси хитайниң күнтахта мәһсулатлирини чәкләш қанун лайиһәсини мақуллиған
2023.05.01
Америка авам палатаси 28-април күни биләт ташлап, хитайниң уйғур мәҗбурий әмгики билән зич бағлинишлиқ, дәп қарилип кәлгән күнтахта мәһсулатлирини чәкләш тоғрисидики бир қанун лайиһәсини мақуллиған.
Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәси хитай күнтахта мәһсулатлириниң 3-дөләт арқилиқ америкаға екиспорт қилинишиға чәклимә қойидикән. Җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси рик скот 28-април елан қилған баянатида, палата әзаси бил позей тәрипидин сунулған партийәләр һалқиған қанун лайиһәси “хитай компартийәсиниң америка сода қанунини бузуши, уларниң бу мәһсулатларни ишләпчиқиришта қул әмгики вә балилар әмгикини ишләткәнликини җавабкарлиққа тартидиғанлиқи” ни билдүргән.
Әнглийә шефелд һаллам университетиниң һеленна кеннеди тәтқиқат мәркизи өткән йили елан қилған доклатида, хитай күнтахта мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә зич бағлинишлиқ икәнлики, күнтахта хам әшяси ишләпчиқиридиған хитай ширкәтлириниң хитайниң уйғурларға қаритилған “намратлиқтин қутқузуш” намидики мәҗбури әмгәк программисиға актип қатнашқанлиқини билдүргән иди.
Кеңәш палата әзаси рик скотниң ейтишичә, “дөләт мәҗлисиниң қайта қарап чиқиш қануни” намлиқ бу қанун лайиһәси, хитай күнтахта ишләпчиқарғучилириниң мәһсулатлирини 3-дөләт арқилиқ америкаға киргүзүп, америка таможна беҗидин атлап өтүшини тосуйдикән, шундақла америка сода министирлиқиниң буниңға йол қоюдиған һазирқи мәвҗут қаидә-түзүмини бикар қилидикән.
Мәлум болушичә, рик скотму кеңәш палатасида буниңға охшаш бир қанун лайиһәсини оттуриға қойған. У бу һәқтики баянатида: “мән авам палатасиниң позей йетәкчилик қилған бу қанун лайиһәсини мақуллиғанлиқидин хурсәнмән. Әмди <уйғур кишилик һоқуқ қурулуши> ниң қоллишидики бу қанун лайиһәсиниң кеңәш палатасида һәр икки партийәниң қоллиши билән мутләқ көп авазда мақуллинишиға үмидвармән” дегән.