Америка мисирниң кишилик һоқуқ хатириси сәвәблик униңға беридиған ярдәмни әмәлдин қалдурған
2017.08.24
CNN Телевизийисиниң хәвиригә қариғанда, америка мисир һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатирисидики чекиниш түпәйлидин мисирға беридиған 100 милйон доллар ярдәмни әмәлдин қалдурған вә 195 милйон долларлиқ йәнә бир ярдәм фондиниму вақитлиқ тохтитип қойған.
Трамп һөкүмитидики алақидар әмәлдар бу һәқтә тохталғанда: “мисирдики кишилик һоқуқ вәзийити вә дөләтниң идарә қилиниш мәсилисидә җиддий әндишилиримиз мәвҗут” дегән вә бу ярдәм фондлириниң мисирниң кишилик һоқуқ хатирисидә яхшилиниш көрүлгәнгә қәдәр тохтитип қоюлидиғанлиқини ейтқан.
Чаршәнбә күни мисир даирилири баянат елан қилип, американиң қараридин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүргән вә американи “хата диагноз” қойди, дәп қақшиған.
CNN Ниң хәвиридә ейтилишичә, трамп һөкүмитиниң, илгири кишилик һоқуқ мәсилисини ташқи сияситидә муһим орунға қоймайдиғанлиқини ипадә қилғанлиқини нәзәрдә тутқанда, мисир һөкүмитигә чиқарған бу қарари һөкүмәтниң ташқи сияситидә өзгириш болғанлиқидин дерәк беридикән.
Америка һөкүмитиниң бу қарари уйғур көзәткүчиләрниңму күчлүк диққитини қозғиди. Чүнки, бу йил 7-айдин башлап, мисир сақчи даирилири мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларни кәң көләмдә тутқун қилған вә уларниң бир қисмини хитайға қайтуруп бәргән иди. Мисир һөкүмитиниң хитайға янтаяқ болуп елип барған бу һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учриған.