Билинкен: “америка, оттура асия җумһурийәтлириниң мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиниң қәтий қоллиғучисидур”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.30

Америка ташқи ишлар министири билинкен 27-сентәбир ню-йорк шәһиридә өткүзүлгән америка-оттура асия дөләтлири ташқи ишлар министирлириниң C5+1 йиғинида, американиң оттура асия җумһурийәтлириниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкиниң қәтий қоллиғучиси икәнликини ейтқан.

Мәлум болушичә, билинкенниң бу қетим қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, түркмәнистан ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән C5+1 йиғини, б д т ниң ню-йорк шәһиридики баш иштабида ечилған 79-нөвәтлик йиллиқ омуми йиғини әснасида елип берилған. Бу қетимлиқ йиғин русийә украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушиниң патқиқиға петип қалған, шу сәвәбтин униң оттура асия җумһурийәтлиригә болған хириси қисмән азайған, әмма оттура асия дөләтлири хитайниң русийә һәрбий санаитигә ярдәм беришниң муһим өткили болуп қалған, хитай өзиниң “қәрз тузиқи” вә ул әслиһәлиригә мәбләғ селиш қатарлиқ васитиләр арқилиқ өзиниң оттура асия райондики тәсирини кеңәйтишкә урунуватқан бир вақитта өткүзүлгән.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири оттура асия җумһурийәтлириниң хитайға һәр җәһәттин бағлинип қелиши, уларниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ни көрмәскә селип, давамлиқ хитайни қоллишиға түрткә болған дәп қаримақта. Улар йәнә американиң сабиқ ташқи ишлар министири помпейому әйни вақитта оттура асия дөләтлирини “шинҗаңдики ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилмаслиққа чақирған” болсиму, әмма уларниң бу чақириққа иҗабий инкас билдүрмигәнликини қәйт қилмақта.

Һалбуки, америка ташқи ишлар министирлиқиниң учуридин мәлум болушичә, бу йиғинда билинкен мундақ дегән: “америка қазақистан, қирғизистан, түркмәнистан, таҗикистан, өзбекистанниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи, земин пүтүнлүкиниң қәтий қоллиғучисидур. Биз йәнә оттура асия дөләтлири билән болған шерикчилик мунасивитимиздә қәтий чиң туримиз. Биз C5 + 1 арқилиқ наһайити яхши хизмәтләрни ишлидуқ. Әлвәттә, рәһбәрлиримизниң пиризидент байден билән йиғин өткүзүши буниң ярқин ипадилириниң биридур”.

Мәлум болушичә, йиғинда тәрәпләр “тинч оттура асия бәрпа қилишниң ортақ мәнзирисини ишқа ашурушта хәвпсизлик саһәсидики һәмкарлиқ қәдимини күчәйтишни музакирә қилған”. Билинкен бу йиғинда, “C5+1 йиғининиң тәсәввурини ишқа ашурушта, йәр шариви хирисларға район характерлик һәл қилиш чарилирини сунуп кәлмәктимиз” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.