Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети саяһәт ширкәтлирини уйғур райониға саяһәт түри тәшкилләшни тохтитишқа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.29

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети 28-сентәбир күни X (бурунқи тиветтер) қа инкас йоллап, саяһәт ширкәтлирини уйғур райониға саяһәт түрлирини тәшкилләшни дәрһал тохтитишқа чақирған. Бу, мәзкур комитетиниң вашингтондики бир уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатиниң өткән айниң ахирлири елан қилған хитайниң уйғур кимликини вәйран қилишта саяһәт пирограммилиридин қандақ пайдилиниватқанлиқиға даир доклатиға қайтурған тунҗи инкаси болуп һесаблиниду.

Вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған бу һәқтики доклатида, ғәрб саяһәт ширкәтлириниң уйғур райониға қарита саяһәт түрлирини орунлаштуруши хитай һөкүмитиниң “уйғур кимликини вәйран қилишни мәқсәт қилған” сияситини нормаллаштурушни қоллаш хәвпи пәйда қилидиғанлиқи агаһландурулған иди.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң инкасида мундақ дейилгән: “саяһәт ширкәтлири шинҗаң уйғур аптоном райониға қарита пиланлиған барлиқ саяһәт түрлирини, җүмлидин мәзкур районда йүз бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә башқа дәпсәндичиликләрни ақлайдиған барлиқ саяһәтләргә хатимә бериши керәк. ” мәзкур инкаста қәйт қилинишичә, хитай ишлири комитетиниң рәислири “шинҗаң уйғур аптоном районида нормал сода паалийити қилиш мумкинчилики йоқ” дәп көрсәткән. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң инкаси хитайниң “алтун саяһәт пәсли” башланған, уйғур райони хитайниң һөкүмәт тәшкиллишидики саяһәт түрлириниң муһим нишаниға айланған бир пәйттә елан қилинған.

Мәлум болушичә, бу йил уйғур аптоном районлуқ саяһәт идариси районниң саяһәт ишлириға 700 милйон йүәндин артуқ мәбләғ аҗритишни пиланлиған болуп, бу 2019-йилдики селинмидин бир һәссә артуқ икән. Фирансийә агентлиқиниң бу йил язда қәшқәрни зиярәт қилип бәргән бир хәвиридә, қәшқәрдә хитай саяһәтчилириниң қайнайдиғанлиқи, лекин бу вилайәттә мусулманларниң диний паалийәт қилиши чәклинидиған еланларни көргәнлики, әмма охшаш вақитта хитайниң “чокантал байрими” ни тәбрикләшкә йол қоюлғанлиқиға аит еланларни челиқтурғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.