Америка “сериқбуя вәқәси” дики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини билдүрди
2013.05.01
Америка дөләт ишлар министирлики“23 - апрел сериқбуя вәқәси” дики мәйданида өзгириш болмиғанлиқини билдүрди вә хитайни мәзкур вәқәгә четилип қолға елинғанларниң қануний һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақирди.
Бу сөзләрни америка дөләт ишлар министирликиниң мувәққәт муавин баянатчиси патрик вәнтрелл сәйшәнбә күни мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб бәргәндә илгири сүрди.
У мундақ деди: биз бу зораванлиқтин бәкму әпсусландуқ. Биз хитай һөкүмитини мәзкур вәқә үстидин тәлтөкүс, очуқ - ашкара тәкшүрүш елип беришқа вә қолға елинғанларниң барлиқ қануний һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақиримиз, деди.
У йәнә мундақ деди: қисқиси бизниң мәзкур вәқә һәққидики мәйданимиз өзгәрмиди.
Америка дөләт ишлар министирлики 24 - апирилдики баянатида хитай һөкүмити “террорлуқ вәқәси” дәп күчәп тәшвиқ қиливатқан мәзкур вәқәниң характери һәққидә тохталмиған вә уйғур елиниң нөвәттики вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини билдүргән иди.