Сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо америка һөкүмитини тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилишқа чақирди
2024.09.19
“вашингтон вақти” гезитиниң 17-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, америкаиниң сабиқ ташқи ишлар министири майк помпейо (Mike Pompeo), америка һөкүмитини “тәйвән коммунистик хитайдин айрим бир мустәқил дөләт” дәп етирап қилишқа чақирди.
Помпейо әпәнди шу күни худсон институтидики муһакимә йиғинида тәйвәнниң мустәқиллиқи һәққидә сөз қилип “мениң хусусий кәчүрмишим аллиқачан тәйвәнниң мустәқил дөләт икәнликини испатлап бәргән” дегән. Шундақла хитайниң 2021-йили январда өзигә җаза елан қилғанлиқини, шуңа хитайға бериши чәкләнгән туруқлуқ өзиниң тәйвәнни әркин зиярәт қилғанлиқини ейтқан һәмдә башқа америкилиқларниң бу тәшәббусни қоллишини үмид қилидиғанлиқини ейтқан. Помпейо әпәнди худсон институтидики йиғилишта мундақ дегән:
“тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилиш мәсилисидә мән техиму көп юқири дәриҗилик америка әмәлдарлириниң маңа қошулушини үмид қилимән. Әлвәттә, хитай коммунистик партийәси буниңдин ғәзәплиниду вә қорқақ селишни башлайду. Әмма тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллаш дунядики әң негизлик һәқиқәттур.”
Хәвәрдә дейилишичә, тәйвәнниң сабиқ дөләт мудапиә министири майкел сәй (Michael Tsai) бу баянатни қизғин алқишлиған һәмдә майк помпейони махтап “майк помпейо әпәндиниң кәлгүсидә америка пирезиденти болушини үмид қилимән” дегән.
Помпейо әпәнди америка сайлам нәтиҗисиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр америка һөкүмитиниң тәйвән сиясити өзгәрмәйдиғанлиқини әскәртиш билән биргә йәнә хитай компартийәсиниң “тәйвән мустәқиллиқи” гә қарши кәң-көләмдә тәшвиқатни базарға селиватқанлиқини, шуңа америкилиқларниң буниңға қәтий қарши туруши керәкликини әскәрткән. У бу һәқтә мундақ дегән: “хитай һазир кишиләрниң ‛тәйвән мустәқиллиқ‚ ни етирап қилишини тосмақчи болуватиду. Гәрчә хитай тәһдитигә дуч келиватқан тәйвәндә тәйвәнниң кәлгүси тоғрисида әндишиләр көп болсиму, тәйвән хәлқи америкиниң қараридин гуманланмаслиқи керәк. Америкиниң тәйвәнгә бәргән вәдиси ‛узун муддәтлик, чоңқур вә күчлүк!‚”
Майк помпейо әпәнди 2021-йили вәзипидин айрилиш алдида хитай һөкүмитиниң уйғур елидики бастуруш сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп рәсмий җакарлиған болуп, бу қарар бир қисим ғәрб әллириниң уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар елишиға зор дәриҗидә түрткә болған иди.